“хәлқара аммиви радийоси” : дуняниң уйғурларға көңүл бөлүши йетәрлик әмәс
2020.06.24
Америкадики даңлиқ радио қаналлиридин бири болған “хәлқаралиқ аммиви радийоси” 22-июн күни өзиниң “дуня” сәһиписидә уйғурларниң вәзийити һәққидә тохталди.
Риясәтчи марко верман уйғурлар бир қанчә йилдин буян хәларалиқ таратқуларда қизиқ нуқта болуватқан болсиму, лекин йәнә нурғун кишиләрниң уйғурларниң ечинишлиқ тәқдиридин хәвәрсиз икәнликини тилға алди.
Программиға дуня уйғур қурултийидин зумрәтай әркин тәклип қилинған болуп, у хитай әмәлдарлири “барлиқ курсантлар оқуш пүттүрди” дәп лагерларниң барлиқини инкар қиливатқан болсиму, лекин милйонлиған уйғурларниң йиғивелиш лагерлирида икәнликини алаһидә тәкитлигән. У йәнә хитайдин тарқалған корона вируси пүтүн дуняда милйонлиған инсанларниң өлүшини кәлтүрүп чиқириватқанда тазилиқ шараити начар болған лагерлардики тутқунлардин әндишә қиливатқанлиқини билдүргән.
Хитай һөкүмити изчил түрдә лагерларни “кәспий тәрбийәләш мәркизи” дәп атап, лагерларда бир милйондин үч милйонғичә уйғур вә башқа милләтләрниң тутуп турулуватқанлиқини инкар қилип кәлмәктә.