Америка-хитай юқири дәриҗилик дипломатлириниң сөһбитидә уйғур елидики “ирқий қирғинчилиқ” күнтәртипкә кәлгән
2021.07.26
26-Июл хитайниң тйәнҗин шәһиридә өткүзүлгән америка-хитай юқири дәриҗилик дипломатлириниң сөһбитидә, хитайниң уйғур елидә садир болуватқан “ирқий қирғинчилиқ” вә “инсанийәткә қарши җинайәтлири” мәсилиси күнтәртипкә кәлгән. Мәлум болушичә, сөһбәттә американиң муавин ташқи ишлар министири венди шерман американиң бу мәсилидики әндишилирини ипадилигән. Венди шерман ханим 26-июл хитайниң муавин ташқи ишлар министири шйе фең вә ташқи ишлар министири ваң йи билән сөһбәт өткүзгән. Бу америка-хитай алий дәриҗилик дипломатлириниң бу йил 3-айда аляскида өткүзүлгән сөһбитидин кейин 2-қетим учришиши болуп һесаблиниду.
“вашингтон почтиси” гезитиниң хәвәр қилишичә, дүшәнбә күнидики йүзтуранә сөһбәт аляскидики сөһбәттәк кәскин болмиған болсиму, бирақ тәрәпләр оттурисидики кәскин ихтилап намаян болған. Америка ташқи ишлар министирлиқи баянатчиси нид прайис, венди шерманниң сөһбәттә кишилик һоқуқни, җүмлидин хоңкоң, тибәт, вә “шинҗаңда йүз бериватқан ‛ирқий қирғинчилиқ һәм инсанлиққа қарши җинайәтләр‚ гә болған әндишисини оттуриға қойғанлиқи” ни билдүргән.
Униң ейтишичә, шерман йәнә ахбарат әркинлик, хитайниң тордики һәрикити, униң тәйвән, шәрқий вә җәнубий деңиздики һәрикитини оттуриға қойған шундақла хитайда тутуп турулуватқан америка, канада пуқралириниң мәсилиси вә корона вирусиниң келиш мәнбәсини тәкшүрүшни рәт қилишиға болған әндишилирини тәкитлигән. Мәлум болушичә, хитай тәрәп хитай компартийә әзалири вә уларниң аилә-тавабиатлириға қаритилған виза чәклимисини бикар қилиши, хитай рәһбәрлири, һөкүмәт әмәлдарлири вә аппаратлириға қаритилған ембаргони қалдуруш, хитай оқуғучилириға виза чәклимисини бикар қилишини өз ичигә алған узун бир тизимлик бәргән.