Путбол чолпини демба ба хәлқара җәмийәтни уйғурларни қоллашқа чақирди
2020.08.19
Түркийәниң “истанбул башақ шәһири” кулубида топ тепиватқан сенегал дөләтлик путбол командисиниң әзаси демба ба кәң путбол һәвәскарлирини уйғурларни қоллаш һәмдә хитай һөкүмитиниң вәһшиянә сиясәтлирини әйибләшкә дәвәт қилди.
BBC Агентлиқиниң 19-авғусттики хәвиридә ейтилишичә, демба ба бу сөзни уйғурлар учраватқан паҗиәләрдин хәвәрдар болғандин кейин, ахбарат саһәсигә ейтқан. У сөзидә “һазир кишиләргә мәлум болуватқан ‛қариларниң җениму җан‚ һәрикити башқа ирқтики кишиләрниң қошулуши билән техиму күчәйди. Уйғурлар мәсилисидиму биз шундақ қилишимиз лазим,” дегән.
У BBC агентлиқиниң бу һәқтики зияритини қобул қилғанда, өзиниң путбол саһәсидикиләрни һәрикәткә кәлтүрүп, бу мәсилигә техиму көп кишиләрниң диққитини тартиш хиялида болуватқанлиқини билдүргән. Шундақла түрк нәслидин болған путбол чолпини мәсуд өзилниң 2019-йили хитай һөкүмитиниң уйғурларни бастурушини әйиблиши һәмдә буниңға улишипла оттуриға чиққан мәсудқа қарши чуқанларниму әслитип өткән. Шуниң билән биргә мәсуд топ ойнаватқан арсенал кулубиниң “қариларниң җениму җан” һәрикитини ашкара қоллиғанлиқини, әмма буниңдинму еғир болған уйғурлар мәсилисидә арсенал кулубиниң та һазирғичә зуван сүрмәй келиватқанлиқини әйиблигән.
У бу һәқтә сөз қилип: “бәзиләр пайдини көрүпла адаләтни ‛көрмәс‚ болуп қалиду. Биз путболда адаләт үчүн күришимиз, шуңа уйғурлар мәсилисидиму мушу принсип бойичә иш көрүшимиз лазим,” дегән.
Мәлум болушичә, демба ба 2015-йилидин 2018-йилиғичә болған арилиқта хитайдики “шаңхәй шинхуа” кулуби билән тохтамлишип топ тәпкән болуп, хитайда милйонлиған мәстанилири бар икән.