Америка билән явропа иттипақи хитайни б д т ниң уйғурлар һәққидики тәвсийәлиригә әмәл қилишқа чақирған
2024.09.13
Америка билән явропа иттипақи 9-вә 10-сентәбир күнлири бирюсселда өткүзүлгән хитай вә һинди-тинч окян тоғрисидики диялогиниң ахирида қошма баянат елан қилип, хитайни б д т кишилик һоқуқ алий кеңиши билән һәмкарлишишқа, униң уйғурлар һәққидики тәвсийәлиригә әмәл қилишқа вә халиғанчә тутқун қилинған барлиқ тутқунларни қоюп беришкә чақирған.
Қошма баянатта мундақ дейилгән: “һәр икки тәрәп хитайниң кишилик һоқуқ дәпсәндичилики, җүмлидин тибәт вә шинҗаңға болған йәршариви диққәтни күчәйтиши вә буниңға қарита кәскин тәдбирләрни елиши зөрүрлүкини етирап қилиду. Улар йәнә хитайниң б д т кишилик һоқуқ алий комиссари ишханиси билән үнүмлүк һәмкарлиқ елип бериши, җүмлидин б д т ниң шинҗаңдики кишилик һоқуқ вәзийитигә даир баһалаш доклатида оттуриға қоюлған тәвсийәләрни иҗра қилиши, шундақла хәлқара кишилик һоқуқ механизми билән үнүмлүк һәмкарлиқ елип беришниң зөрүрлүкини алаһидә тәкитләйду.”
Баянатта йәнә америка билән явропа иттипақи хитайда наһәқ вә халиғанчә тутқун қилинған нурғун делоларға алаһидә диққәт қилидиғанлиқи, хитайни наһәқ вә халиғанчә тутқун қилинған барлиқ кишиләрни дәрһал қоюп беришкә чақиридиғанлиқи, шуниңдәк хитайниң чегра һалқиған бастурушиға қарши һәмкарлиқ елип баридиғанлиқи тәкитләнгән.
Мәлум болушичә, америка билән явропа иттипақиниң бу қетимлиқ хитай вә һинди-тинч окян диялоги, американиң муавин ташқий ишлар министири курт камбел билән явропа иттипақиниң ташқий ишлар комиссарияти баш катипи стефано санино оттурисида өткүзүлгән. 11-Сентәбир елан қилинған қошма баянатта, хитай русийәгә һәрбий ярдәм бериш мәсилиси бойичә алаһидә агаһландурулған. Қошма баянатта, америка билән явропа иттипақи хитайниң русийә армийәсини “интайин маһийәтлик” қоллаватқанлиқидин қаттиқ әндишә қиливатқанлиқи, хитайниң ярдими русийәниң украинаға қаратқан таҗавузчилиқ урушини давамлаштурушиға имканийәт яритип, йәр шари хәвпсизликигә тәһдит селиватқанлиқи тәкитләнгән.