Америка вә униң иттипақдашлири б д т да уйғурлар вәзийитини музакирә қилишни тәләп қилди

Мухбиримиз әркин
2022.09.26

Америка вә униң иттипақдашлири 26-сентәбир күни б д т кишилик һоқуқ кеңишидә уйғурлар вәзийитини музакирә қилиш тоғрисида бир тәклип лайиһәси сунған. Фирансийә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, дипломатлар тәклип лайиһәсини американиң сунғанлиқи, лекин униңға қошумчә әнглийә, канада, данийә, финландийә, исландийә, норвегийә, шиветсийә қатарлиқ дөләтләрниң имза қойғанлиқи, имза қойидиған дөләтләрниң йәнә көпийиши мумкинликини билдүргән. Бу дөләтләр йәнә украинаға қораллиқ һуҗум қилған русийә үстидинму тәкшүрүш елип бериш тоғрисида тәклип лайиһәси сунған.

Фирансийә агентлиқиниң хәвиридә, б д т хәвпсизлик кеңишиниң даимий әзаси болған икки күчлүк дөләт үстидин бирла вақитта тәкшүрүш елип беришни тәләп қилишниң илгири мисли көрүлүп бақмиған һадисә икәнлики билдүрүлгән. Хәвәрдә ейтилишичә, тәклип лайиһәси келәр һәптә кишилик һоқуқ кеңишидә авазға қоюлидиған болуп, униңда уйғурлар районидики хорлаш вә дәпсәндичиликләрни кишилик һоқуқ кеңәшиниң 2023-йилниң башлиридики йиғинида муназирә қилиш тәләп қилинғаникән. Бир дипломат фирансийә агентлиқиға қилған сөзидә, бу тәклипниң наһайити муһим икәнликини, чүнки “униң хитайни кишилик һоқуқ кеңишиниң күнтәртипигә олтурғузидиғанлиқи” ни ейтқан.

Мәлум болушичә, б д т кишилик һоқуқ кекишиниң 26-сентәбир күнидики омуми йиғинида, әнглийәниң җәнвәдә турушлуқ баш әлчиси симон манлей: “биз кишилик һоқуқниң бундақ еғир вә системилиқ дәпсәндә қилинишиға көз юммаслиқимиз керәк” дәп көрситип, “бу кеңәш сүкүт қилса болмайду һәм сүкүт қилмаслиқи шәрт” дегән.

Фирансийә агентлиқиниң билдүрүшичә, йиғинда хитай вәкилләр өмикиниң әзаси, уйғур аптоном районлуқ хәлқ қурултийиниң мудири шавкәт имин хитайни ақлап, бәзи ғәрб дөләтлириниң “шинҗаңни муқимсизлаштуруш үчүн кишилик һоқуқни васитә қилмақчи” болуватқанлиқини илгири сүргән. Униң сөзини пакистан билән африқидики малавиниң вәкили қоллиған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.