Боснийә билән оттура асия дөләтлириниң уйғурлар мәсилисигә тутқан позитсийәси диққәт қозғимақта

Вашингтондин мухбиримиз җәвлан тәйярлиди
2024.11.05

5-Ноябир күни “асия хәвәрлири” торида елан қилинған бир мақалидә, дуня уйғур қурултийи (д у қ) ниң муавин рәиси зумрәтай әркин билән болған сөһбәтниң мәзмуни берилгән. Униңда нуқтилиқ қилип д у қ ниң 8-нөвәтлик вәкилләр қурултийиниң немишқа боснийә пайтәхти сарайевода өткүзүлгәнлики, ғәрб дөләтлири уйғур елидики йиғивелиш лагерлири һәм буниңға мунасивәтлик кишилик һоқуқ җинайәтлиригә көңүл бөлүватқанда, оттура асиядики қошна дөләтләрниң буниңға немишқа сүкүт қилғанлиқи тәһлил қилинған.

Зумрәтай әркин мухбирға бәргән җавабида, боснийә пайтәхти сарайевониң ирқий қирғинчилиққа шаһит болған бир җай икәнлики, мушундақ җайда яшиған кишиләр вә сиясәтчиләрниңла уйғурларниң бешиға кәлгән зулум вә зиянкәшликни чүшинидиғанлиқини ейтқан. Боснийә мусулманлар көп санлиқ бир дөләт болуп, уйғурлар билән диндашлиқи сәвәбидин күчлүк һесдашлиқ вә һәмкарлиқ туйғусиға игә икән.

Һалбуки, оттура асиядики дөләтләр уйғурлар билән милләт, дин, мәдәнийәт җәһәттә ортақ алаһидиликкә игә болушиға қаримай уйғурлар дуч кәлгән ирқий қирғинчилиққа көз юмуп, хитай билән һәмкарлашқан, хитай һөкүмитиниң “уйғурларниң турмуши тәрәққий қилип кәтти” дегән тәшвиқатлириға ишинип, “хитайниң қолида гүллиниш” йолини таллиған. Зумрәт ай әркин буларниң тамамән хитайниң алдамчилиқ тактикилири икәнликини, йәнә бир җәһәттин қазақистан, қирғизистан, таҗикистан һөкүмәтлири хитайдин келидиған ғайәт зор мәбләғгә тайинип қалғачқа, уйғурлар мәсилисини тамамән “унтуп” хитай тәрәпкә өтүп кәткәнликини билдүргән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.