Көп дөләт ташқи ишлар министирлири уйғурларни қоллайдиғанлиқини билдүрди
2020.11.17
Хитай һөкүмитиниң уйғурларни бастуруш һәркити хәлқарада кәскин тәнқидлиниватқанда көплигән дөләтләрниң ташқи ишлар министирлири хитай һөкүмитини қаттиқ әйиблиди.
Лондонда чиқидиған “ички ишлар хәвәрлири” гезитиниң 16-ноябирдики хәвиридә ейтилишичә, әнглийә балилар вә аилә ишлири минситирлиқиниң сабиқ министири тим ловтон әнглийә ташқи ишлар минситири доминик рабқа очуқ мәктуп йоллиған. Мәзкур очуқ мәктубқа әнглийә парламентиниң әзалиридин алисатайир кармайкил, нусрәт ғәни, имран әһмәд хан, шабана мәһмуд, ләйли моран, хенрий симит қатарлиқ 20 нәччә киши имза қойған. Мәктупта улар ташқи ишлар министирини биңтуән вә “ш у а р җамаәт хәвпсизлик назарити”, шуниңдәк уйғурлар дияридики бастурушқа бивастә қоманданлиқ қиливатқан чен чуәнго, җу хәйлун, сун җинлоң, ваң миңшән қатарлиқ сәккиз нәпәр хитай әмәлдариға җаза бериш мәсилисини ойлишип көрүшкә дәвәт қилған. Шуниңдәк җ х назарити билән биңтуәнниң нөвәттики зор көләмлик бастуруш һәркитидә ачқучлуқ рол ойнаватқанлиқини бәкму тәпсили баян қилған.
Канаданиң “йәр шари хәвәрлири” агентлиқиниң 16-ноябирдики хәвиридә ейтилишичә, канада ташқи ишлар министири франсва филип канада парламентидики нутуқтин кейин мухбирларниң “нөвәттә хитай һөкүмитиниң уйғурларға қиливатқанлирини сиз қирғинчилиқ, дәп қарамсиз?” дегән соалиға дуч кәлгән. Франсва бу һәқтә тохтилип, өзлириниң уйғурлар дияридики вәзийәтниң нөвәттики җиддий өзгиришидин әндишә қиливатқанлиқини, өзлириниң бу мәсилини хитай ташқи ишлар минстири билән ашкара һәм йепиқ һалда музакирә қилғанлиқини, шуниңдәк бу мәсилини давамлиқ күнтәртиптә тутидиғанлиқини ейтқан. У йәнә канада һөкүмитиниң бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т)да бу мәсилини тәкитләватқанлиқини, йеқинда 30 нәччә ғәрб дөлити билән бирликтә уйғурлар дияриға мустәқил тәкшүрүш гурупписи әвәтиш һәққидә б д т ға тәклип сунғанлиқини сөзләп келип, өзлирини бу мәсилини давамлиқ сүрүштә қилидиғанлиқини тәкитлиди.