Дунявий тәнтәрбийә паалийәтлиридә уйғур ирқий қирғинчилиқи қатарлиқ җиддий мәсилиләргә әһмийәт бериш тәкитләнди
2022.12.07
Американиң обама һөкүмити мәзгилидә демократийә, кишилик һоқуқ вә әмгәк ишлириға мәсул болған сабиқ муавин ташқий ишлар министири майкил поснер (Michael Posner) әпәнди уйғурлар учраватқан ирқий қирғинчилиқ һәм шундақла дуняниң һәрқайси җайлирида йүз бериватқан кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлириниң “дуня лоңқиси” вә башқа тәнтәрбийә паалийәтлиридә тәкитлинишиниң зөрүрлүкини билдүрди.
У “форбес” (Forbes) жорнилида елан қилған мақалисидә, дунядики һәр хил зор көләмлик тәнтәрбийә паалийәтлириниң орунлаштурғучилири болған фифа (FIFA) вә хәлқара олимпик комитети(IOC) қатарлиқ органларниң кишилик һоқуқ мәсилисидин өзини тартип кәлгәнликини тәнқид қилған. Буниңға уйғур ирқий қирғинчилиқиниң көләңгүси астидики бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқиси билән нөвәттә қатарда өткүзүливатқан дуня путбол мусабиқисини мисал қилип көрсәткән. У мақалисидә 2022-йили 2-айда өткүзүлгән бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисиниң саһибхани болған хитай һөкүмити уйғурларға қаритиватқан ирқий қирғинчилиқи вә хоңкоңдики бастуруш һәрикәтлири түпәйлидин қаттиқ тәнқидкә учриған болсиму, әмма олимпик комитетиниң бу мәсилидә позитисйә билдүрүштин өзини қачурғанлиқи, һәтта хитайниң тәшвиқатиға янтаяқ болғанлиқини әйиблигән.
Майкил поснер мақалисидә йәнә нөвәттә қатарда өткүзүлүватқан дуня путбул лоңқиси мусабиқиси үчүн ишлитиливатқан путбул мәйдани, ташйол, меһманиханиларни ясаш қурулушида асаслиқи һиндистан, непал, бенгаллиқ ишчиларниң интайин җапалиқ шараитларда мәҗбурий әмгәккә селинғанлиқи, уларниң бир қисминиң начар иш шараити сәвәбидин өлүп кәткәнлики, әмма фифаниң бу һәқтики тәнқидләргә қулақ салмиғанлиқини, һәтта қатарни қоғдашқа урунғанлиқини билдүргән.
У мақалисиниң ахирида хитайдики ирқий қирғинчилиққа учраватқан уйғурлар болсун вә яки қатардики ишләмчиләр болсун, улар һәммисиниң дуняниң диққәт-етибарини тәләп қилидиғанлиқи, ундақ болмиғанда әмгәкчиләрниң азаб-оқубәтлириниң аяқлашмайдиғанлиқини әскәрткән. У мақалисидә “дуняда вәкиллик характерға игә бу тәнтәрбийә органлири, әгәр кишилик һоқуқ күнтәртипини қоллаш мәсулийитини тонуп йәтмисә, бу уларниң мусабиқилири вә бу мусабиқиларниң қанунийлиқиға зиян салиду” дегән.