“шинҗаң мәдәнийәт алмаштуруш өмики” иранда тәшвиқат елип барди
2018.05.16
Хитай хәвәр тори, хитайниң “шинҗаң мәдәнийәт алмаштуруш өмики” ниң дүшәнбә күни иранға йетип берип паалийитини башлиғанлиқини хәвәр қилди.
Хитай-чәтәл достлуқ бирләшмисиниң муавин баш катипи шү гуйшаң башчилиқида тәшкилләнгән “шинҗаң мәдәнийәт алмаштуруш өмики” ниң мушу айниң 6-күнидин етибарән оттура шәрқтики бир қисим дөләтләргә қаратқан мәхсус зияритиниң биринчи бекити мисирдин башланған иди.
“шинҗаң мәдәнийәт алмаштуруш өмики” намидики бу хитай өмики 14-май ирандики хитай баш әлчиханисида мәхсус мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзүп, хитайдики диний етиқад әркинлики, уйғур аптоном райондики хәлқниң диний етиқади вә иқтисади тәрәққияти һәққидә тәшвиқат елип барған.
“шинҗаң мәдәнийәт алмаштуруш өмики” ниң өмәк башлиқи шү гуйшаң мухбирларға, “җуңго диний әркинликни тәрғиб қилидиған қанунлуқ дөләт, қанулуқ диний паалийәтләрниң нормал елип берилишигә капаләтлик қилиш билән бир вақитта, қанунсиз диний паалийәт вә диний ашқунлуққа қарши туриду” дәп хитайниң мусулманлар үстидики бастурушлирини, диний сиясәтлирини һәқлиқ көрситишкә урунған. У йәнә бир қисим “чәтәл ахбаратлириниң җуңго һөкүмити пуқраларниң диний әркинликини боғуватиду дегән сәпсәтилири әмәлийәткә уйғун әмәс”, дәп билдүргән.
“шинҗаң мәдәнийәт алмаштуруш өмики” ниң оттура шәрқтики мусулман әллиригә қаратқан бу зияритида һазирғичә мәдәнийәткә мунасивәтлик һечқандақ бир паалийәткә қатнашқанлиқи мәлум әмәс.
Шү гуйшаң буниң алдида мисирдики паалийитидиму охшашла хитай һөкүмитиниң уйғур райондики қаттиқ бастуруш сияситини һәқлиқ көрситип, “шинҗаңда терроризм вә радикализмниң тәсири җәмийәт бихәтәрликигә тәһдит елип кәлмәктә, бөлгүнчилик вә террорлуқ һәрикәтлириниң бу хил идеологийә асасини түгитиштә чоқум қаттиқ бастуруш елип бериш зөрүр” дәп тәкитлигән иди.
Түркийәдики уйғур көзәткүчиләрдин шәрқий түркистан өлималар бирликиниң рәиси, доктор атавулла шаһяр әпәнди, хитайниң мисирда уйғур оқуғучиларниң тутқун қилиниши вә уйғур елидә “тәрбийәләш лагерлири” ни қуруп уйғурларни җазалиши мәсилилири сәвәблик өзигә келиватқан тәнқидләргә қарши “шинҗаң мәдәнийәт алмаштуруш өмики” тәшкилләп, хитай билән зор сода һәмкарлиқи бар мисир, иран вә башқа мусулман әллиридә, өзини ақлаш тәшвиқати елип бериватқанлиқини мулаһизә қилди.
“шинҗаң мәдәнийәт алмаштуруш өмики” ниң мисир вә ирандин башқа йәнә сәуди әрәбистанға баридиғанлиқи мәлум.