Хитай һөкүмити уйғур өсмүрлирини хитай зияритигә тәшкилләшни кеңәйтмәктә

Вашингтондин мухбиримиз әзиз тәйярлиди
2023.09.26

Хитай һөкүмити башқурушидики “тәңритағ тори” ниң 26-сентәбирдики хәвиридә ейтилишичә, алдинқи күни үрүмчи шәһиридә “аптоном районлуқ ‛вәнтән меһри-җоңхуа сәпири‚ яш-өсмүрләр язлиқ саяһәт паалийити” һәққидә мәхсус сөһбәт йиғини чақирилған. Йиғинда “партийәниң йеңи дәврдики шинҗаңни идарә қилиш истратегийәсини толуқ изчиллаштуруш вә җуңхуа кимлики ортақ чүшәнчисини техиму мустәһкәмләш” үчүн “вәтән меһри-җоңхуа сәпири” темисида язлиқ саяһәт паалийити тәшкилләштики тәҗрибиләрни хуласиләш вә буни техиму кеңәйтиш, шундақла бу саһәдә техиму зор утуқларни қолға кәлтүрүш музакирә қилинған.

Хәвәрдә ейтилишичә, нөвәттә яш-өсмүрләрдә “җуңхуа кимлики ортақ чүшәнчиси” ни мустәһкәмләш “баш секретар ши җинпиң оттуриға қойған муһим сиясий вәзипиләрдин бири” санилидикән. Шуңа бу вәзипини “җиддийлик вә мәсулийәтчанлиқ билән әмәлгә ашуруш” керәк икән. яш-өсмүрләрдә “җуңхуа кимлики” чүшәнчисини турғузғанда уларни “җуңхуаниң гүллиниши үчүн техиму зор күч чиқиришқа вә зор мәсулийәтни үстигә елиш” қа илһамландурғили болидикән, йиғинда булар алаһидә тәкитләнгән.

Хәвәрдә тәкитлинишичә, бу паалийәттә һәр қайси җайлардики уйғур ‍өсмүрлири һәр йили язлиқ тәтил мәзгилдә һөкүмәтниң тәшкиллиши билән гуруппа болуп, хитай өлкилирини вә шәһәрлирини зиярәт қилидикән. Бу җәрянда уларға “җуңхуа миллитиниң бир әзаси болушниң шәрәп икәнлики”, “җуңхуа миллитини гүлләндүрүватқан” партийәниң сөзини аңлаш, партийәдин миннәтдар болуш вә партийәгә әгишип меңишниң “қанчилик улуғ” икәнлики биваситә һес қилдурулидикән.

Мәлум болушичә, хитай һөкүмитиниң бу хилдики паалийәтлири давам қилғиниға хели узун болғанлиқтин, нөвәттә буниң уйғур өсмүрлири арисидики ашкара “меңә ююш” хизмити икәнлики һәммила кишигә мәлумлуқ һадисиләрдин болуп қалған. Болупму уйғур тил-йезиқи маарип саһәсидә мәни қилинғандин кейин, буниңға мас һалда ‍оттуриға чиққан бу хилдики “нәқ мәйдан зиярити арқилиқ меңә ююш” паалийитиниң уйғур әвладлирини биваситә хитайлаштурушниң йеңи қәдими сүпитидә мунтизим көләм елиши һәмдә кеңийиши һәр саһәниң җиддий әндишилирини қозғимақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.