Хитай һөкүмити уйғурларниң паспорт қийинчилиқини инкар қилди
2020.04.29
Йеқинда америкадики уйғур кишилик һоқуқ қурулуши мәхсус доклат елан қилип, муһаҗирәттики уйғурларниң паспорт мүшкүлатини тәпсилий баян қилған иди.
Доклатта ейтилишичә, чәтәлләрдики бир қисим уйғурлар қоллиридики инавәтлик вақти тошуп қалған хитай паспортини өзлири турушлуқ дөләтләрдики хитай әлчиханисиға берип йәңгүшлимәкчи болған. Әмма уларға хитайға қайтип йәңгүшләш буйрулуп, хитайға қайтишқила ишләйдиған “ақ паспорт” берилгән.
Хитай башқурушидики “йәр шари вақти гезити” 29-апрел күни мәхсус мақалә елан қилип, бундақ әһвалниң мәвҗутлуқини инкар қилди. Уйғур аптоном районлуқ җамаәт хәвпсизлики назаритиниң муавин назири ялқун яқуп бу һәқтә сөз қилип: “бу пүтүнләй төһмәт, шундақла шинҗаңдики паспорт башқуруш низаминиң йүзигә қара сүркигәнлик,” дегән. У йәнә җинайи ишлар билән шуғулланмиған һәрқандақ хитай пуқрасиниң һәрқандақ бир әлчихана яки консулханида халиғанчә паспорт йәңгүшлисә болидиғанлиқини, “террорлуқ паалийәтлири” билән бағлинишлиқ болған қисмән кишиләрдин башқиларға һечқандақ чәклимә йоқлуқини тәкитлигән.
Буниңдин илгири чәтәлдин қайтип барған йүзлигән уйғурниң из-дерәксиз һалда ғайиб болуп кетиватқанлиқи һәққидә түрлүк йоллардин хәвәрләр мәлум болған болуп, “уйғур кишилик һоқуқ қурулуши дәл мушу сәвәбтин хитайниң бу қилмишини “паспорт арқилиқ уйғурларни қайтишқа мәҗбурлаш вә лагерға қамаш” дәп хуласә чиқарған иди. Анализчилар бу һәқтә тохтилип: “нәччә йүзлигән уйғур охшаш йосунда дуч кәлгән мушу қийинчилиқни инкар қилған хитай һөкүмити бу арқилиқ өзлириниң қанчилик номуссиз бир һакимийәт икәнликини йәнә бир қетим намаян қилди,” деди.