9-Декабир дуняниң һәрқайсий җайлирида “уйғур ирқий қирғинчилиқ күни” хатирилинидикән

Мухбиримиз җәвлан
2022.12.08
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

 9-Декабир “уйғур ирқий қирғинчилиқ күни” болуп, бу мунасивәт билән 8-декабир күни дуня уйғур қурултийи вә уйғур кишилик һоқуқ қурулуши бирликтә америка хәлқара ахбарат кулубида, 9-декабир күни түркийә пайтәхти әнқәрәдә мухбирларни күтивелиш йиғини өткүзидикән;  дуня уйғур қурултийи йәнә уйғур акадимийәси билән  бирликтә вашнгтонда 8-, 9-декабир күнлири илмий муһакимә йиғини өткүзидикән. Бу күни йәнә дуня уйғур қурултийи билән һәмкарлишиватқан уйғур тәшкилатлири бирләшмә баянат елан қилидикән вә һәр қайси дөләтләрдә намайиш өткүзидикән.

Бу йил 11-айниң 20-күни дуня уйғур қурултийи кеңәйтилгән йиғин чақирип, 9-декабир күнини “уйғур ирқий қирғинчилиқ күни” қилип бекиткән вә буни дуняниң һәр қайси җайлирида өткүзүш қарари алғаниди.

2021-Йил 12-айниң 9-күни лондондики “уйғур сот коллегийәси” хитайниң уйғурларға елип барған җинайитини “ирқий қирғинчилиқ”, “инсанийәткә қарши җинайәт” дәп бекиткәниди. Дуня уйғур қурултийиниң рәиси долқун әйса радийомизға қилған сөзидә, “уйғур сот коллегийәси” тәрипидин чиқирилған бу һөкүмниң тарихий бир қарар икәнликини, уйғурларниң бу тарихий паҗиәни мәңгү унтуп қалмаслиқи үчүн, сотниң һөкми чиққан бу күнни “уйғур ирқий қирғинчилиқи күни” дәп бекиткәнликини, сотта гуваһлиқ бәргән 100 кишиниң гуваһлиқини таллап китаб қилип нәшир қилдурғанлиқини, буниң уйғур ирқий қирғинчилиқини дуняға билдүрүштә зор әһмийити барлиқини ейтқаниди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.