Америкалиқ бир аилә уйғурларни қоллаш үчүн 780 километирлиқ “тинч наразилиқ сәпири” башлиған
2021.07.16
Илгири уйғур елидә яшиған америкалиқ бир аилә уйғурларниң әркинлики үчүн 780 километирлиқ “тинч наразилиқ дала сәпири” башлиған. “зимистан” ториниң хәвәр қилишичә, “йипәк йоли тинчлиқ тәшәббуси” намлиқ қурулушниң қурғучиси болған карол вә натан дудилес аилиси колорадо штатидики едирлиқларни пиядә айлинип, дала саяһәтчилиригә уйғурлар учраватқан “ирқий қирғинчилиқ” ни тонуштуридикән.
Хәвәрдә, дудилес аилисиниң 780 километирлиқ “тинч наразилиқ сәпири” ни пиядә бесип, йол бойи дала саяһәтчилиригә “шинҗаңда йүз бериватқан ирқий қирғинчилиқни тонуштуридиғанлиқи вә бу ишқа саяһәтчиләрниң диққитини қозғайдиғанлиқи” ни билдүргән.
Натан дудилес “әркинлик сәпири” дәп атиған бу һәрикитини аяли, оғли вә бир дости билән ойлап тапқан. У өзлириниң қәдимки испанийәдики “камино де сантияго” дәп аталған диний тавап йолидин илһам алғанлиқи, пүткүл яз җәрянида колорадо едирлиқлиридики йүзлигән дала саяһәтчилиригә уйғур кризисиниң хәвирини тарқитидиғанлиқини билдүргән.
Дудилес йәнә лагер, дегән сөзниң униңға нисбәтән дала кавипи, тавуз вә нурғун қизиқарлиқ нәрсиләрдин дерәк беридиғанлиқи, лекин бу сөзниң “бүгүнки уйғур балилириға нисбәтән пүтүнләй әксичә мәнигә игә” икәнликини ейтқан. Мәлум болушичә, дудилес аилиси илгири уйғур ели вә қазақистанда 9 йил яшиған һәм хизмәт қилғаникән.