Лондон университетиниң шәрқшунаслиқ вә африқа тәтқиқат иниститути оқуғучилири уйғурларға һәмдәмдә болуш һәркити башлиған

Мухбиримиз әркин
2021.10.04

Әнгилийә лондон университетиниң шәрқшунаслиқ вә африқа тәтқиқат иниститути оқуғучилири 11-өктәбирдин 15-өктәбиргичә мәктәп қорусида уйғурларға һәмдәмдә болуш һәркити башлашни пиланлиған. Мәзкур һәрикәтни бу иниституттики “уйғурларға һәмдәмдә болуш җәмийити” намлиқ бир оқуғучилар гурупписи тәкиллигән.

Мәзкур оқуғучилар гурупписиниң 3-‍өктәбир торда елан қилған баянатида, яшлардики уйғурларға болған диққәтниң күнсери күчийишини конкирет һәрикәткә айландуруп, университет әһлиниң техиму диққитини қозғаш, ирқий қирғинчилиққа һәмдәмдә болуватқанларға бесим ишлитиш үчүн бу паалийәтни қозғиғанлиқини билдүргән.

Мәлум болушичә, оқуғучилар 11-өктәбир күни мәктәп қорасида аммивий сорунларни қуруп, кишиләрни уйғурлар учраватқан вәзийәт вә шәрқий түркистандики башқа аз санлиқ милләтләр дуч келиватқан бастурушқа аит учурлар билән тәминләйдикән, шундақла кишиләрни бу паалийәткә қатнишишқа чақиридикән. Оқуғучилар гурупписи баянатида йәнә ‍өзлириниң кишиләрни 13-өктәбир күни уйғур мәҗбури әмгикигә четишлиқ, дәп қаралған алма, адидас, найки, теско, сейнисбурий қатарлиқ даңлиқ маркиларға қарши ‍өткүзүлидиған намайишқа қатнишишқа тәклип қилидиғанлиқини билдүргән.

Баянатта ейтилишичә, намайишта уйғур районидин кәлгән хам үшя яки мәһсулатларни тохтитишни, ширкәтләрниң уйғур мәҗбурий әмгики билән болған мунасивитини ‍үзүшини, уйғур райониниң сиртидики һөкүмәтниң әмгәк күчлирини йөткәп ишлитиш программисиға қатнишип, уйғур яки башқа түркий мусулманлирини ишләткән карханиларниң мәһсулатлирини чәкләшни тәләп қилидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.