Ма шиңрүй уйғур районини хитайниң енергийә, електир вә қезилма байлиқлар бихәтәрликигә капаләтлик қилиштики базиға айландурушқа вәдә бәргән
2024.03.14
Хитай һөкүмити уйғур елини хитайниң енергийә вә муһим қезилма байлиқларға капаләтлик қилиштики базисиға айландурмақчи.
Хитайниң “тәңритағ тори” ниң хәвиригә қариғанда, йеқинда уйғур аптоном районлуқ парткомниң секретари ма шиңрүй билән уйғур аптоном райониниң рәиси әркин тунияз қатарлиқлар хитайниң уйғур елиға җайлашқан мәркәз карханилиридин хитай дөләтлик енергийә гуруһи вә хитай дөләтлик електир тори ширкитини зиярәт қилған, ма шиңрүй у йәрдә қилған сөзидә, хитайниң енергийә, електир вә муһим қезилма байлиқлар бихәтәрликигә капаләтлик қилидиғанлиқи һәққидә вәдә бәргән.
У мундақ дегән: “шинҗаң баш секретар ши җинпиң вә партийә мәркизи комитети тапшурған ‛бәш истратегийәлик орун‚ ни мәһкәм бағлап, енергийә байлиқиниң әвзәлликини өзгәртишни илгири сүрүш үчүн, техиму көп күч сәрп қилиду. Дөләтниң енергийә вә муһим қезилма байлиқларниң бихәтәрликигә капаләтлик қилиш үчүн техиму актип хизмәт қилиду. юқири сүпәтлик район тәрәққиятини илгири сүрүшни тезлитиду. Шинҗаң, дөләтлик енергийә гуруһи вә дөләтлик електир тори ширкити билән болған һәмкарлиқни техиму чоңқурлаштуруп, әла сүпәтлик көмүр ишләпчиқириш иқтидарини ашуруп, көмүр тошуш ул әслиһә қурулушини тезлитиду, шинҗаңниң көмүр експортиниң ешиши вә үнүмини илгири сүриду. ”
Хитай һөкүмити өткән йил киргәндин буян уйғур елидә енергийә ишләпчиқиришини өз ичигә алған “8 чоң кәспий ишләпчиқириш топи” ни йолға қойған иди. У, нефит тәбиий газ ишләпчиқириш, пишшиқлап ишләш, електир, көмүр химийә санаити, пахта тоқумичилиқ, кийим-кечәк, ашлиқ, мевә-чивә ишләпчиқириш қатарлиқларни өз ичигә алиду. Бу саһәләрниң мутләқ көп қисминиң уйғур мәҗбурий әмгики вә еғир муһит булғиниши билән биваситә мунасивәтлик икәнлики чәт әлләрдики кишилик һоқуқ органлириниң тәнқидигә дуч кәлгән.
Һалбуки, ма шиңрүй хитайниң дөләтлик електир енергийәси йәткүзүш вә контрол қилиш мәркизидә қилған сөзидә, “шинҗаңдики көмүр байлиқини нәқ мәйданда електир вә газға айландурушни тезлитип, кәсип көлимини давамлиқ кеңәйтимиз, шинҗаң токини ичкиригә йәткүзүш көлимини давамлиқ кеңәйтип, дөләткә техиму яхши мулазимәт қилимиз” дегән.