Уйғур аптоном районлуқ хәлқ қурултийи 2-омумий йиғини һәйәт рияситиниң тизимлики диққәт қозғимақта

Вашингтондин мухбиримиз әркин тәйярлиди
2024.01.29

Уйғур аптоном районлуқ 14-нөвәтлик хәлқ қурултийи 29-январ йиғин өткүзүп, 30-январ үрүмчидә башлинидиған 2-омумий йиғининиң һәйәт риясити вә йиғинниң муавин баш катиплирини тәйинлигән. Нөвәттә йиғинниң һәйәт риясити вә баш катиплар тизимликиниң тәркиби алаһидә диққәт қозғимақта. Мәзкур тизимлик хитайниң бурунқи миллий территорийәлик аптономийә сияситидин уйғурларни “җуңхуа миллити ортақ гәвдиси” гә өзгәртиш билән характерлинидиған “йеңи дәврдики шинҗаңни идарә қилиш истратегийәси” ниң алаһидиликлирини әкс әттүрүдиғанлиқи қәйт қилинмақта.

“шинҗаң гезити” ниң хәвиридин мәлум болушичә, уйғур аптоном районлуқ хәлқ қурултийи 29-январ күни тәйинлигән 2-омуми йиғинниң 14 кишилик һәйәт рияситиниң пәқәт 4 нәпири уйғурлардин, 8 нәпири хитайлардин тәшкил тапқан. Уйғур аптоном районлуқ парткомниң секретари ма шиңрүйни өз ичигә алған 14 кишиниң икки нәпирини қазақ вә қирғиз һәйити игилигән.

Буниң алдида, йәни 23-январ күни уйғур аптоном районлуқ хәлқ қурултийиниң баянатчиси елиҗан инайәт, җәнвәдики б д т баш шитабида ечилған хитайниң универсал кишилик һоқуқ хатирисини қәрәллик баһалаш йиғинида уйғур диярида аз санлиқ милләтләр аһалисиниң район нопусиниң 65 пирсәнтни тәшкил қилидиғанлиқини илгири сүргән иди. Б д т дики йиғинда америка вәкили, хитайни уйғурларға давамлиқ ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәт садир қилиш билән әйиблигән, хитайни уйғурларға қаритилған туғмас қилиш, бала чүшүрүш, аилиләрни парчилаш сиясәтлирини тохтитишқа, тутқунларни қоюп беришкә чақирған иди.

“шинҗаң гезити” ниң билдүрүшичә, 29-январ күни йәнә уйғур аптоном районлуқ 14-нөвәтлик хәлқ қурултийи 2-омуми йиғининиң 9 кишилик муавин баш катиплар тизимликини мақуллиған. Лекин тоққуз кишилик муавин баш катиплар тизимликидә мутәллип розидин башқа барлиқ кишиләр хитайлардин тәшкил тапқан. Хитай һөкүмити ши җинпиңниң “йеңи дәврдики шинҗаңни идарә қилиш истратегийәси” иҗра қилиштин бурун, йәрлик хәлқ қурултийи йиғинлирида шәкил җәһәттин болсиму, райондики милләтләрниң нисбитигә мәлум дәриҗидә диққәт қилинатти. Һалбуки, уйғур аптоном районлуқ хәлқ қурултийиниң чоң тутқун башланған 2017-йилдин буянқи қанун чиқириш хизмитиниң муһим нуқтиси, шинҗаңни мәдәнийәт арқилиқ озуқландуруш, хитай тилида оқутушни омумлаштуруш, милләтләрниң юғурулушини илгири сүрүш намлиридики ассимилятсийәни тезлитишкә қаритилғанлиқи мәлум.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.