Уйғур елида зулум тарихниң әң юқири пәллисигә чиққан мәзгилидә, саяһәт кирими рекорт яратқан
2023.05.05

Уйғур елидики һөкүмәт таратқулиридин “шинҗаң гезити”, “тәңритағ тори” ниң 2023-йили 5-айниң 4-күнидики санида, уйғур елиниң саяһәт базириниң әслигә кәлгәнлики, саяһәтчиләрни күтүвелиш вә саяһәт кирими һәр иккиси зор дәриҗидә ешип, тарихтики әң юқири рекортни яратқанлиқи хәвәр қилинған.
Мәзкур мәтбуатларда хәвәр қилинишичә, 1-май мәзгилидә, уйғур ели җәмий 8 милйон 522 миң адәм қетим саяһәтчи күтүвалған. Саяһәт кирими 3 милярд 135 милйон йүән болған. Уйғур елиниң сиртидин 538 миң 300 саяһәтчи қобул қилинған. Хәвәрдә, саяһәтчиләрниң уйғур елигә яхши роһий һаләттә келиши вә разимәнлик билән қайтип кетишигә капаләтлик қилғанлиқи алаһидә тәкитләнгән.
Калифорнийә университети җәмийәтшунаслиқ факултети профессори гирәгрә фиярдниң “ қуяш, қум вә су асти парахоти: хитайниң һәрбийләштүрүлгән шинҗаңдики саяһәт” мавзулуқ мақалисидики тәһлилигә асасланғанда саяһәтчилик 2010-йилларниң ахиридин башлап уйғур елидики дөләт бастурушни нәзәрдин сақит қилған икән. Саяһәтчиләр уйғур елиниң гүзәл мәнзириси, сирлиқ мәдәнийити қатарлиқ нурғун сәвәбләр билән уйғур елини зиярәт қилидикән. Униң баян қилишичә, уйғур елидики саяһәтчиликни сиясәттин айрип қариғили болмайдикән.
Мәлум болушичә, хитай һөкүмити йәнә уйғур елидә қизил саяһәт нуқтилири вә тарихий нуқтиларни, музейларни тәсис қилған болуп, булар арқилиқ хитай саяһәтчилиригә “ шинҗаң әзәлдин хитайниң айрилмас қисми”, “хәнзулар шинҗаңда уйғурлардин бурун яшиған” дегәнләрни, уйғур елиниң әзәлдинла хитай ханданлиқлириниң башқурушида болғанлиқлирини сиңдүрүшкә киришкән.
Хитай даирлириниң уйғур елидики рамизанниң алди-кәйнидики саяһәт һәққидә тарқатқан тәшвиқат филимлирида, ислам диниға етиқад қилидиған уйғурларниң хитайниң қәдимки кийимлирини кийип, хитай саяһәтчилиригә хитайчә усул ойнап-нахша ейтип бериватқан көрүнүшләр әкс әткән.
Саяһәт һәққидики тәшвиқат филимлирида йәнә, мәсчит ичидә усул ойнаватқан көрүнүшләрму ашкариланған болуп, бу хилдики филимлар уйғурларниңла әмәс бәлки хәлқара таратқулардиму наразилиқ қозғиғаниди.
Мәзкур әһвалларға диққәт қилған әнглийәлик антрополог доктор дәйвид тобин қатарлиқ тәтқиқатчиларниң өз әсәрлиридә оттуриға қоюшичә, хитай һөкүмитиниң уйғурларниң мәдәнийәт әнәнисини вә адәтлирини чәкләп, роза тутуш, уйғур кийим-кечәклирини кийишини тосуши һәм җазалиши, әксичә хитайниң қәдимки кийимлирини уйғурларға кийдүрүп усул ойнитиши, хитай мәдәнийәт әнәнисини вә адитини уйғурларға зорлиши хитайниң мәдәнийәт қирғинчилиқиниң ипадилиниш шәкли икән.