Уйғур тарихиға даир бир йүрүш китаблар нәшр қилиниш алдида турмақта

Мухбиримиз әзиз
2020.04.01

Хитай һөкүмитиниң уйғур дияридики сиясий бастуруш һәрикити дуняға көпләп мәлум болуватқан бир пәйттә уйғурларниң өтмүши вә һазирқи әһвалиға даир бир қатар йирик әсәрләр нәшр қилиниш алдида турмақта.

Җорҗи вашингтон университетиниң профессори шан робертисниң принситон университети нәшриятиниң 2020-йиллиқ нәшр пиланиға киргүзүлгән “уйғурларға қарши уруш: хитайниң мусулман аз санлиқ милләтлиригә қарши ички күрәшлири” намлиқ әсири уйғурлар нөвәттә дуч келиватқан бастуруш әһвалиға беғишланған.

Аптор бу әсәрдә хитай һөкүмитиниң “11-сентәбир вәқәси” дин пайдилинип уйғурларни террорлуққа қарши туруш намида көпләп бастурушидин һазирқи күндә милйонлап лагерларға қамаш усулиғичә болған җәрянға омумий нәзәр селиш арқилиқ хитай һөкүмитиниң уйғурларни йоқитиштәк түпки сияситигә баһа бериду. Шуниңдәк азғинә уйғур қораллиқлириниң маһийәттә уйғурлар “террорчилар” қатарида бастурулғандин кейин мәйданға кәлгән қисмәнлик икәнликини йорутуп бериду.

Коломбийә университети нәшрияти 2020-йилиниң ахири нәшр қилишни пиланлиған әсәрләр ичидә уйғурларниң йеқинқи заман тарихиға даир икки парчә илмий китабму бар. Униң бири австралийәдики сидней университетиниң алий лектори, йетиливатқан уйғуршунас дейвид брофийниң “тәзкирәий әзизан: ички асиядики суфийлар ханиданлиқиниң баш көтүрүши вә һалакити” намлиқ әсиридур. Буниңда 16-18 әсирләрдики мәхдумзадә хоҗилириниң тарим вадисидики паалийәтлирини хатиригә алған қәшқәрлик мәшһур диний өлима муһәммәд садиқ қәшқириниң уйғур оқурмәнлиригә тонушлуқ болған “тәзкирәий әзизан” намлиқ әсири зор һәҗимлик муқәддимә, изаһат вә шәрһийләр асасида инглизчиға тәрҗимә қилинған.

Йәнә бир әсәр җорҗи вашингтон университетиниң ярдәмчи профессори ерик шлуселниң “ғериблар макани: чиң сулалисиниң оттура асиядики мәдәнийәт қурулуши” намлиқ китабидур. Ерик шлусел бу әсиридә чиң сулалисиниң ахирқи мәзгиллиридә манҗу-хитай һакимийитиниң мусулманлар көп санлиқни тәшкил қилидиған шуниңдәк “шәрқий түркистан” яки “шинҗаң” дегәндәк охшимиған намларда атилидиған җуғрапийәлик районда хитайчә тилни омумлаштуруш һәмдә шу арқилиқ коңзичилиқ әқидисини йәрлик мусулманлардики ислам идеологийәсиниң орниға дәсситиш урунушлири, буниң билән уйғур җәмийитидә көрүлгән кимлик тоқунушлири, диний вә тил пәрқлири һәмдә мустәмликичиликниң башқа илләтлиригә қарши туруш хаһиши қатарлиқларни тәпсилий йорутуп бериду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.