Д у қ уйғур тили вә мәдәнийәт һәқлири тоғрисида хәлқаралиқ йиғин чақириду

Мухбиримиз әзиз
2018.03.13

Дуня уйғур қурултийиниң тор бетидә 13-март күни елан қилинған еландин мәлум болушичә, д у қ нөвәттә уйғур тили вә уйғур мәдәнийити дуч келиватқан еғир кризисларни муһакимә қилиш үчүн бир қетимлиқ хәлқаралиқ йиғин ечишни қарар қилған.

Мәлум болушичә, 2017-йили күзлүк оқуш мәвсумидин башлап уйғур тили һәрқайси җайлардики башланғуч вә оттура мәктәпләрдә рәсмий ишлитилиштин мәни қилинған иди.

Д у қ мушу әһвални чиқиш нуқтиси қилған һалда америкидики демократийәни алға сүрүш фондиниң иқтисадий җәһәттики қоллиши билән норвегийә уйғур комитети вә рафто инсан һәқлири фонди билән бирликтә 16-март күни норвегийәниң осло шәһиридики “нобел тинчлиқ мәркизи” дә бир қетимлиқ хәлқаралиқ йиғин ечишниң тәйярлиқини қилмақта икән.

“уйғурларниң тил һәққи һуҗумға учримақта: шәрқий түркистандики уйғур тили вә мәдәнийәт һәқлири” темисидики бу йиғин уйғурлар һәмдә уйғур тили нөвәттә дуч келиватқан бир қатар мәсилиләргә қарап чиқишни мәқсәт қилидикән. Шу қатарда, өткән йигирмә йил мабәйнидә хитай һөкүмитиниң “қош тиллиқ маарип” намида мәдәнийәт ассимилятсийәси йүргүзүп, уйғур тилиға қандақ һуҗум қилғанлиқи муһакимә қилинидикән.

Бу қетимқи йиғинда һәрқайси җайлардин кәлгән юрт ақсақаллири, инсан һәқлири паалийәтчилири һәмдә илмий хадимлар уйғур тили дуч келиватқан бир қатар мәсилиләр һәққидә өзлири тәйярлап кәлгән пикирләрни оттуриға қойидикән.

Мәлум болушичә, хитай һөкүмитиниң “қош тиллиқ маарип” намида хитай тилини асас қилған йәккә тиллиқ маарип әндизисини мәҗбурий иҗра қилиши хитайниң асасий қануниға һәмдә хәлқаралиқ бир қатар әһдинамиләргә пүтүнләй хилап икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.