Уйғур дияридики тутқунда иҗтимаий таратқу әплириниң муһим баһанә болғанлиқи диққәт қозғиди

Мухбиримиз әзиз
2021.10.14

Өткән бирнәччә йилда уйғур диярида давам қилған зор көләмлик тутқунда аз дегәндиму бир милйондин үч милйонғичә кишиниң лагерға қамалғанлиқи һәққидә мәлуматлар оттуриға чиққан иди. Йетиливатқан уйғуршунас дәррен байлерниң “лагерларда” намлиқ әсиридики бәзи тәсвирләр бу һәқтики бәзи реаллиқни ашкара қилди.

“WION хәвәрлири” ниң 13-өктәбирдики мулаһизә мақалисидә ейтилишичә, дәррен байлер зиярәт қилған һәмдә америка һөкүмити үчүн ашкара гуваһлиқ бәргән вера җу исимлик хитай оқуғучи ‍өзиниң телефон вә компютерида WhatsApp вә мәвһум хусусий тор (VPN) байқалғанлиқи үчүн хитайдики зиярити җәрянида тутқун қилинған. Униң “тәрбийәләш мәркизи” дики тутқунлуқ һаяти йерим йилдин артуқ давам қилған.

Хәвәрдә мушу әһвални мисал қилип туруп “америка пуқраси болған хитай оқуғучи аммиви әпләр сәвәбидин тутқун қилинған болса, уйғурлар вә туңганларниң бу җәһәттики әһвали қандақ болмақчиди?” дәп соал қоюлған.

Вашингтон шәһридики “йеңи линийә” иниститути тәйярлиған “уйғур қирғинчилиқи” һәққидики мәхсус доклатта мушу мәсилиму алаһидә тилға елинған болуп, хитай һөкүмитиниң “қуран” вә башқа диний мәзмундики текистләр байқалған телефон игисини “терорлуқ” қа бағлап қолға алғанлиқи тәкитләнгән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.