Уйғур ели вәзийити шималий корейәгә охшитилди
2017.12.30
Мутәхәссисләр хитай уйғурларға йүргүзүватқан тәқиб вә бастуруш сиясәтлирини шималий корейә вәзийити вә ирқи айримичилиқ түзүми нәччә он йил давам қилған җәнубий африқиға охшатқан.
Бу һәқтики пикирләр канададин чиқидиған “йәршари вә мәктуплар” торида 29-декабир елан қилинған бир парчә мулаһизә мақалисидә оттуриға қоюлған.
Мақалидә нөвәттики уйғур ели вәзийити һәққидә тохтилип, көзитиш паратлириниң шәһәрләрни пүтүнләй қаплап кәткәнлики, йол еғизлиридики тәкшүрүш понкитлириға адәм чирайини тонуш аппаратлири орунлаштурулғанлиқи, һәр 500 метирда бирдин селинған сақчи понкитлириниң худди һәрбий газармиға охшап қалғанлиқи көрситилгән.
Мақалидә йәнә хитайниң уйғур елидә җәмийәт муқимлиқини капаләткә игә қилиш үчүн кишиләрниң шәхсий һаятиға қәдәр суқунуп киргәнлики, уларниң ойлаш шәкли вә һәтта ген әвришкилиригичә тәкшүрүлүшкә башлиғанлиқи оттуриға қоюлған.
Мақалидә нәқил қилишичә, бу һәқтә тохталған америка лойола университети профессори райән тум мундақ дегән: “уйғур районида йолға қоюлған түзүмләрдә шималий корейәдәк пуқраларниң барлиқ һәрикити вә ой-пикирлирини мутләқ контрол қилиш арзуси, җәнубий африқидәк ирқи айримичилиқ тузумни кәмситиш характеридә йолға қоюш хаһиши вә пүтүнләй компютерлашқан сүний әқиллиқ көзитиш системиси гирәлишип кәткән, дейишкә болиду.”
У йәнә буниң пүтүн дуня миқясидин елип ейтқанда алаһидә диққәт қилишқа тегишлик әһвал икәнликини тәкитлигән.
Мақалидә йеқинда уйғур елини зиярәт қилип қайтип кәлгән седний университети профессори давид брофийниң ейтқанлириға орун берилгән. У, районда биналарниң тикәнлик сим тосуқлар билән қоршалғанлиқини, һәтта машина тохтитиш мәйдани көзәтчилириниңму оқ өтмәс кийимләр билән қоралландурулғанлиқини баян қилған.
У бу һәқтә тохтилип: “шинҗаң һазир бир һәрбий ишғалийитидики районға охшап қапту,” дегән.
Райән тум болса уйғур елидики кишиләрниң өз алдиға ой-пикирлири барлиқини, әмма буларни очуқ ашкара ипадиләшниң интайин хәтәрлик икәнликиниму алаһидә қошумчә қилған.
Шималий корейә бир һаким мутләқ тузумдики дөләт болуп, кишилик һоқуқ органлири шималий корейәдики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликиниң адәмниң әқли йәтмәйдиған дәриҗидә еғир икәнликини көрсәткән.
Җәнубий африқадики ирқи айримичилиқ түзүми болса 1948-йилидин 1991-йилиғичә давам қилған.
Бу җәрянда җәнубий африқиниң әсли аһалиси болған қара тәнликләр вә башқа ақ тәнлик болмиған 3 гуруппа ақ тәнлик мустәмликичиләр җәмийитидин пүтүнләй айрип ташланған.
Ақ тәнлик болмиғанларниң йенида даим кимлик елип йүрүши тәләп қилинғандин башқа, уларниң мәктәпләрдә юқири өрләп оқушиму чәкләнгән. Бу җәрянда ақ тәнлик болмиғанларниң һоқуқлири чәкләнгән 148 хил қанун мақулланған.
Илгири хәвәрләрдә уйғур районниң пүтүнләй бир тәқиб астидики сақчи дөлитигә айландурулғанлиқи көрситилгән иди.