Хитай уйғур районида сиясий хаталиқниң черикликтин еғир җазалинидиғанлиқини елан қилди

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2015.02.04

Хитай тәңритағ торида бүгүн елан қилинған “сиясий интизам вә сиясий қаидә һалқип өтүшкә болмайдиған қизил сизиқ” намлиқ обзорида, рәһбири кадирлирини агаһландуруп, уйғур районида сиясий җәһәттин хаталишишниң җәмийәткә нисбәтән ейтқанда чирикликтинму хәтәрлик икәнлики оттуриға қоюлди.

Уйғур райониниң нөвәттә “зораванлар вә террорчилар қутриған кәскин бир вәзийәт” тә туруватқанлиқи әскәртилгән обзорда сиясий интизам юқири бесимлиқ токқа охшитилип, сиясий җәһәттин хаталашқанларниң әпу қилинмайдиғанлиқи, һәтта аман қалмайдиғанлиқи ишарәт қилинди. Обзорда йәнә, әнивәр турди исимлик партийә әзасиниң һәҗ қилғучиларни тәкшүрүш ишиға қаидигә хилап һалда қол тиққанлиқи үчүн җазаланғанлиқи ибрәт мисали сүпитидә тилға елинған.

Муһаҗирәттики уйғур көзәткүчиләрниң қаришичә, нөвәттә уйғур районида чириклик мәсилиси қолида әмәлий һоқуқ болған хитай әмәлдарларда көрүлмәктә; уйғур әмәл тутқучилар болса миллий тәвәлики сәвәблик сиясий җәһәттин хаталишип қелиш әндишиси ичидә яшимақта. Бу нуқтини нәзәрдә тутқан сиясий көзәткүчи илшат һәсән, обзордики агаһландурушниң қорчақ орундики уйғур әмәлдарларни техиму вәһимигә селиш үчүн икәнликини әскәртти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.