Хитай әмәлдариниң “террорлуққа зәрбә бериш” ни “нормаллаштуруш” ни тәкитлиши әндишә қозғимақта
2024.05.28
Хитай компартийәси сиясий биюросиниң әзаси, сиясий-қанун комитетиниң секретари чен венчиң өткән һәптә уйғур районини көздин кәчүргәндә, бу райондики “террорлуққа қарши туруш һәрикити” ни “нормаллаштуруш” ни тәләп қилған.
Хитайдики “шинхуа агентлиқи” ниң 26-май күни хәвәр қилишичә, чен венчиң 5-айниң 22-күнидин 26-күнигичә үрүмчи, қәшқәр, қорғас қатарлиқ җайларда зиярәттә болғанда, “йәрлик һөкүмәт чоқум қанун бойичә террорлуқ җинайитигә зәрбә бериштә чиң туруп, террорлуққа қарши турушни илгири сүрүш үчүн тиришиши керәк” дегән. У йәрлик әмәлдарлардин “җәмийәтниң муқимлиқини қоғдашни һәр вақит биринчи орунға қоюш, зораванлиқ вә террорлуқ җинайитиниң алдини елиш һәм униңға зәрбә бериш” ни тәләп қилған.
“җәнубий хитай әтигәнлик почтиси” гезитиниң 27-май бу һәқтә бәргән хәвиригә қариғанда, чен венчиң бу зиярәтни түгитип бир күн өткәндә, җамаәт хәвпсизлики министирлиқи баянат елан қилип, хитайниң йәттә йилдин көпрәк вақиттин бери террорлуқ һуҗумини көрмигәнликини ейтқан. Хитайниң йеқинда елан қилған ақ ташлиқ китабида “террорлуққа қарши туруш хитайниң қанун саһәсидә қолға кәлтүргән йеқинқи 10 йиллиқ тәрәққияти” дейилгән болса, уйғур аптоном районлуқ һөкүмәтниң 1-айда елан қилған доклатида, даириләрниң “җәмийәт муқимлиқини қоғдап, террорлуққа зәрбә бериш” тә давамлиқ чиң туридиғанлиқи көрситилгән.
Хитай һөкүмити 2016-йилдин башлапла, “әсәбийликни түгитиш, террорлуқ вә зораванлиққа зәрбә бериш” ни баһанә қилип, аз дегәндә 1 милйон уйғур вә башқа мусулман милләтләрни кәң көләмлик тутуп, җаза лагерлирида солиғаниди; америка қатарлиқ дөләтләр уни “ирқий қирғинчилиқ” дәп җакарлиған болса, б д т кишилик һоқуқ оргини уни “инсанийәткә қарши җинайәт” дәп бекиткәниди. Хитай һөкүмити изчил түрдә буни инкар қилип, лагерларни аталмиш “кәспий тәрбийәләш мәркәзлири” дәп атап кәлмәктә.
Хитай компартийәси баш секретари ши җинпиң өткән йили авғустта уйғур районини зиярәт қилғанда “җәмийәт муқимлиқини биринчи орунға қоюш, террорлуқ вә әсәбийликкә зәрбә бериш; шундақла иқтисадий қурулушни җанландуруш” ни тәкитлигәниди. Хитай сиясий-қанун комитетиниң секретари чен венчиңниңму бу қетим “террорлуққа зәрбә бериш” ни тәкрарлиши хитай һөкүмитиниң һәр вақит буни сәвәб көрситип, уйғур районидики қәбиһ җинайәтлирини давамлаштуридиғанлиқидин дерәк бериду дәп қаралмақта.