Уйғур дияри барғансери хитайниң “һаятлиқ капалити” болуп қалмақта
2023.11.03
Хитай үчүн еғир иҗтимаий мәсилиләрдин бири хәлқниң һаятлиқи үчүн әң ачқучлуқ болған ашлиқ мәсилисини қандақ һәл қилиш болуп келиватқанлиқи мәлум. Хитай һөкүмити йиллардин буян һәр йили чәтәлдин ашлиқ импорт қилиш арқилиқ дөләт ичидики еһтияҗни қамдап кәлгән. “статистика” (Statista) ториниң бу һәқтики мәлуматида көрситилишичә, хитай һазир дуня бойичә буғдай импорт қилғучи әң чоң дөләт болуп қалған. 2022-Йилиниң өзидила хитай импорт қилған ашлиқниң миқдари 53 милйон тоннидин ешип кәткән.
Хитай һөкүмити башқурушидики “тәңритағ” ториниң 2-ноябирдики хәвиридә көрситилишичә, хитай һөкүмити йеқинқи мәзгилләрдә уйғур диярида иҗра қиливатқан бир қисим сиясәтләр дәл мушу мәсилини чөридигән һалда қанат йейиватқанлиқи мәлум. Хәвәрдә ейтилишичә, бу йиллиқ күзги һосул йиғиш мәзгилидә уйғур дияридин аз дегәндиму 20 милйон тоннидин көпрәк ашлиқниң топлиниши нөвәттики муһим хизмәт нишанлиридин болуп қалған. Уйғур аптоном районлуқ йеза игилики назаритиниң мәсуллиридин таң йиву бу һәқтә сөз қилип “башқа җайларниң күзги һосул йиғиш хизмити аяғлашти. Шималий шинҗаңда бу хизмәт җиддий орунланмақта” дегән һәмдә бу йил пүткүл уйғур дияриниң ашлиқ мәһсулатини 20 милйон тоннидин ашиду, дәп көрсәткән.
Хитай һөкүмитиниң уйғур диярини асаслиқ ишләпчиқириш базиси қилип қуруп чиқишида буғдай өстүрүш бир муһим мәзмун болуп, ичкиригә ашлиқ йөткәш уйғур дияридин енергийә йөткәшкә охшашла җиддий давам қиливатқанлиқи мәлум. “хитай хәвәр тори” ниң 3-ноябирдики хәвиридә ейтилишичә, 2023-йили 1-ноябирға қәдәр җуңғар ойманлиқиниң шималидики “қарамай 75” тәбиий газ қудуқи 1992-йили қезилғандин тартип хитай санаитини икки йерим милярд күп метир тәбиий газ билән тәминләшни әмәлгә ашурған.