Баш министир җейсинда ардерн: “уйғурлар вә хоңкоң мәсилисидә сөз қилиш өзимизниң иши!”
2020.07.21
Хитай һөкүмитиниң уйғурларни бастуруши дуняниң кәскин тәнқидигә дуч келиватқанда йеңи зеландийәниң баш министири җейсинда ардерн ханим өзлириниң уйғурлар вә хоңкоңдики сиясий вәзийәт һәққидә өзгичә қарашта болушиниң һечкимгә тақашмайдиғанлиқини ашкара тәкитлиди.
Йеңи зеландийәдики “хәвәр мәркизи” ториниң 20-июлдики хәвиридә ейтилишичә, җейсинда ханим йеңи зеландийәдики хитай сода саһәсигә қилған сөзидә уйғурлар дуч келиватқан бастурушлар һәмдә хоңкоңдики демократийә һәрикити тоғрисида йеңи зеландийә һөкүмитиниң хитай һөкүмитидин пәрқлиқ болған пикирдә болушиниң һечқандақ ғәйрилик болмайдиғанлиқини тәкитлигән. У бу һәқтә тохтилип “бир мәсилидә охшимиған һөкүмәтләрниң охшимиған қарашта болушиниң һечқандақ һәйран қалғучилики йоқ. Чүнки һазир хоңкоңдики, шинҗаңдики вә тәйвәндики вәзийәт биздин шуни тәләп қилиду” дегән.
Мәлум болушичә, 2019-йили апрелда җейсинда ханим хитайдики хизмәт зияритидә хитай рәиси ши җинпиң вә баш министир ле кечяңға уйғурлар мәсилисини әсләткән икән. Бу қетим болса уйғурлар мәсилисидә ашкара һалда ипадә билдүргәндин кейин хитайниң йеңи зеландийәдики баш әлчиси буниңға наразилиқ билдүргән.