Уйғур елигә аит 21 тарихий ядикарлиқ фирансийәдә “хитай һекайиси” ни сөзләшкә қоллинилған

Вашингтондин мухбиримиз җәвлан тәйярлиди
2024.11.29

Хитайчә “тәңритағ тори”, “шинҗаң гезити” ториниң 29-ноябир чиқарған сүрәтлик хәвиридә көрситилишичә, хитай даирилири уйғур елигә аит 21 данә қиммәтлик тарихий ядикарлиқни 18-ноябир фирансийәниң париж шәһири гуймет (Guimet) дөләтлик музейида ечилған “таң сулалиси—көп мәнбәлик мәдәнийәт вә ечиветилгән сулалә дәври” темисидики көргәзмигә қойған.

Хәвәрдә дейилишичә, бу йил фирансийә билән хитай дипломатик мунасивәт орнатқанлиқиниң 60 йиллиқи болуп, икки дөләтниң мәдәнийәт саһәсидики һәмкарлиқини күчәйтиш үчүн фирансийә мәдәнийәт министирлиқи билән хитай мәдәнийәт ядикарлиқи идариси бирлишип бу көргәзмини уюштурған.

Асия сәнитини асас қилған гуймет дөләтлик музейида уюштурулған бу көргәзмидә хитайниң “хән дәври мәдәнийәт ядикарлиқлири”, җүмлидин хитайниң 10 өлкә-шәһиридики 32 музейдин елип кәлгән 200 нәччә мәдәнийәт ядикарлиқи көргәзмигә қоюлған. Бу ядикарлиқлар ичидә алтун-күмүш буюмлири, сапал буюмлар, йипәк тоқулмилар, там рәсимлири, таш һәйкәлләр, һөснхәт, рәсим қатарлиқлар бар икән. Уйғур елидики музейлардин талланған қиммәтлик ядикарлиқлардин “фуши билән нува рәхт сизмиси”, йепинча, төгичи яғач һәйкили, қәдимки тәңгиләр, кәндир кәш, шуниңдәк көп хил мәзмундики язма вәсиқиләр көргәзмә қилинған.

Уйғур аптоном районлуқ мәдәнийәт ядикарлиқлири идарисиниң муавин башлиқи даң җихав хитайчә услубтики “фуши билән нува рәхт сизмиси”, йепинча қатарлиқ ядикарлиқларни тонуштуруп, буларниң қәдимки хитайда өлүкләр билән биллә көмидиған һәмдәпнә буюмлири икәнликини, демәк “қәдимдә оттура түзләңлик мәдәнийитиниң ғәрбий диярға чоңқур тәсир көрсәткәнлики” ни, дунхуаңдин тепилған “муһакимә вә баян—җеңшүән тәпсири” ниң турпандинму парчилири тепилғанлиқини, бу вәсиқиләрниң куңзичилиқ вә хитайчә хәттатлиқни тәтқиқ қилишта қиммәтлик материяллар икәнликини, әң муһими бу вәсиқиләрниң “тарихта хитай мәркизий һакимийитиниң шинҗаңни башқурғанлиқиниң муһим испати” икәнликини тәшвиқ қилған.

Хитай һөкүмитиниң йеқинқи йилларда һөкүмәт органлиридин тартип кәспий орунларғичә “шинҗаң тәшвиқати” хизмитини қанат яйдуруп, һәр хил тарихий ойдурмиларни пәйда қилип, “шинҗаң әзәлдин хитайниң бир қисми” дегәнни күчәп тәшвиқ қиливатқанлиқи мәлум. Әмма бу ялғанчилиқни нопузлуқ алимлар, тарихшунаслар рәт қилип кәлмәктә. Җорҗтовн университетиниң пирофессори, чиң сулалиси, хитай вә уйғур ели тарихи тәтқиқатчиси җәймис милвард хитай һөкүмитиниң уйғур елиниң хән сулалисидин башлап хитайниң земини икәнликини дәва қилишиниң тарихий пакитларға уйғун әмәсликини тәкитләйду. Униң қаришичә, өз вақтида хитайниң бу районға күчлүк тәсири болмиған; хән сулалиси вә таң сулалиси дәвридиму шундақ болған. Таң дәвридин таки чиң сулалисигә қәдәр, йәни 1759-йилиғичә 1000 йилдин артуқ узун вақитта, хитайниң яки хитай земинида дөләт қурған милләтләрниң бу районда һеч бир тәсири вә контроллуқи болмиған. Иккинчидин, хитайда тарихта давамлиқ мәвҗут болған, бириниң кәйнидин бир давам қилған бир хитай дөлити болған әмәс. Бундақ әһвалда уларниң шинҗаңни әзәлдин хитайниң бир қисми дәвелиши тарихий асаси болмиған, сиясий тәшвиқаттин ибарәт.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.