Қасимҗан абдуреһимниң үрүмчидики хизмәтдашлириниң әң аз 7 йил кесилгәнлики ашкариланған

Вашингтондин мухбиримиз ирадә тәйярлиди
2024.06.06

Америка авази радийосиниң мухбири вә уйғурлар учраватқан ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәтләрни ашкарилап келиватқан қасимҗан абдуреһимниң билдүрүшичә, униң үрүмчидики сабиқ хизмәтдашлири хитай тәрипидин қолға елинип түрмигә ташланған. Уларниң түрмигә қамилишидики бирдинбир сәвәб болса қасимҗан билән тонуш болуши икән.

Америка авази радийосиниң бу һәқтә тарқатқан хәвиридә көрситишичә, қасимҗан билән тонушлуқи сәвәбидин кесилгән миркамил әхмәт, сәмәт абабәкри, абдуқадир рози, мәхмут абдуқеюм вә әкбәр осман қатарлиқлар әслидә қасимҗан илгири үрүмчидә қурған “атлан тил мәктипи” ниң хизмәтчилири болуп, уларниң һәр бириниң кәм дегәндә йәттә йиллиқтин қамақ җазасиға һөкүм қилинғанлиқи мәлум.

Әһвални яхши билидиған мәнбәниң бу йил 5-айда қасимҗанға дәп беришичә, хитай даирилири бу яшларни “қасимҗан тәрипидин дуня уйғур қурултийиға әзалиққа қобул қилинған” дегән җинайәт билән әйиблигән.

Қасимҗан абдуреһим бу әйибләшләрни рәт қилған. У X кә язған инкасида “мениң бурунқи хизмәтдашлирим мән билән тонушлуқи сәвәбидинла қолға елинған. Улар гунаһсиз, улар дәрһал қоюп берилиши керәк” дегән.

Хитай һөкүмитиниң уйғур елидә кәң көләмлик тутқунни йолға қоюш җәрянида мушундақ халиғанчә әйибләшләрни кәң қолланғанлиқи вә әйибләнгүчини түрлүк қийин-қистақлар билән әйибнамини қобул қилишқа қистиғанлиқи радийомиз тәрипидин игилләнгәниди.

Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси зумрәтай әркин америка авази радийосиға қилған сөзидә “буниң хитайниң өз мәйличә әйибләш һәрикитиниң йәнә бир мисали икәнликини, хитай һөкүмитиниң илгири сүргининиң әксичә райондики халиғанчә тутқун вә өч елиш һәрикәтлириниң тохтап қалмиғанлиқини көрситип беридиғанлиқини” ейтқан.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.