Әнәс кантәр: “мән залимға һәргизму сүкүт қилмаймән!”
2021.10.25
Америкада чиқидиған “бирләштүрүш” (Binding) хәвәр тори 25-өктәбир “NBA маһири әнәс кантәр ‛залим‚ хитайға қилған ‛уйғурларға әркинлик‚ чақириқидин ваз кәчмәйду” сәрләвһилик мақал елан қилған.
Мақалидә дейилишичә, “бостон келитлиқлар” (Boston Celtics ) кулубиниң маһири әнәс кантәр хитайниң “рәһимсизләрчә мустәбит” ликигә қарши дуня җамаәтчиликигә қилған чақириқлирини йәниму күчәйткән.
Алдинқи һәптә әнәс кантәр хитайниң тибәтләргә йүргүзиватқан зулумлирини тәнқидлигән бир син филимини өзиниң иҗтимаий таратқу һесабат суписида һәмбәһирлигән. Шуниңдин кейин, хитай һөкүмити “бостон келитлиқлар” кулубиниң мусабиқилирини NBA ниң хитайдики тарқитиш суписи болған “теңшүн” торидин дәрһал өчүривәткән.
Әнәс кантәр хитайниң түрлүк бесимлириға қаримастин, хитайниң уйғурларға йүргүзүватқан зулумлирини дәрһал тохтитиши керәклики һәққидә алдинқи һәптиниң ахири йәнә бир син филими ишләп тарқатқан.
Әнәс кантәр мәзкур син филимидә, мусулман дөләтлири рәһбәрлириниң хитайдин алидиған сода мәнпәәтини көзләп өз диндашлири болған уйғурларға йүргүзүливатқан зулумларға сүкүт қиливатқанлиқини қаттиқ әйиблигән. У мәзкур син филимидә: “мән залимға һәргизму сүкүт қилмаймән!” дегән.
25-Өктәбир күни әнәс кантәр йәнә бир йеңи син филимини өзиниң иҗтимаий таратқу һесабат суписида тарқатқан. У бу қитим найки ширкитини хитайниң уйғурларни мәҗбурий әмгәккә силишиға қарши турушқа чақириқ қилған.