Хитай һөкүмити 2025-йилғичә уйғур райониға йәнә 8 айродром қурушни пиланлиған
2023.01.31
“шинҗаң гезити” ториниң 31-январ күни чиқарған хәвиригә қариғанда, “шинҗаң айродром гуруһи”, “14-бәш йиллиқ пилан” мәзгилидә йәнә 8 айродром қуруп, пуқрави айродром санини 33 кә йәткүзүп, заманиви айродром тори шәкилләндүрүшни пиланлиған.
Йеңидин қурулидиған бу сәккиз айродром гучуң, байинбулақ, баркөл, бүгүр, шиху, қубуқсар, нийә вә чәрчән (биңтуән 2-дивизийә 38-туән) наһийәлиригә қурулидиған айродром болуп, нөвәттә гучуң, байинбулақ айродроминиң қурулуши 61 пирсәнт тамамланған.
2022-Йил хитай таратқулири уйғур районида моңғулкөрә тулпар айрдороми, арал тарим айродроми, ташқорған қунҗрап айродроми қатарлиқ 25 айродрум қурулуп, хитай бойичә әң көп аммиви қатнаш айродромиға игә районға айланғанлиқи тәшвиқ қилинғаниди.
Бу хәвәрдә, хитай һөкүмитиниң “һавадики йипәк йоли” қурулушини техиму илгири сүридиғанлиқи, хәлқара һава йолини 4 тин, уйғур райониға биваситә кирип-чиқидиған һава йолини 8 дин ашуридиғанлиқи, шәрқий явропа вә оттура асияға айропиландин мал тошуш мулазимитини көпәйтидиғанлиқи тәшвиқ қилинған.
Явропа уйғур академийәсиниң рәиси абдушүкүр абдуришит, бу һәқтә радийомизниң зияритини қобул қилғанда, хитайниң уйғур районида бәрпа қилған зор көләмлик һава йоли, ташйол вә төмүр йол тори арқилиқ бу райондики тәбиий байлиқларни талан-тараҗ қилиш, тиҗарәт линийәлирини явроасияға кеңәйтиш вә көчмән йөткәшкә қолайлиқ яритишни мәқсәт қилғанлиқини билдүргәниди.