Уйғур дияридики айродром сани хитайда “рекорт” яратти
2022.05.24
Хитай һөкүмити башқурушидики “хитай хәвәр тори” ниң 23-майдики хәвиридә ейтилишичә, уйғур диярида қурулған айродромлар сани 25 кә йетип хитайдики башқа өлкә вә аптоном районлар бойичә 1-орунға өткән.
Хәвәрдә ейтилишичә, хитай һөкүмити өткән бирнәччә йилда һәрқайси наһийә вә шәһәрләрдә көпләп айродром қуруп чиққан болуп, шу қатарда тағлиқ район болған ташқорған наһийәсидиму айродром қурулған. Буниң билән биргә нөвәттә қуруқлуқ бойичә уйғур дияриниң 85 пирсәнти айродромға 100 километир келидиған даиридә болуш ишқа ашқанлиқи ейтилған. Хәвәрдә бу һал “хәлқ турмушиға қолайлиқ яритиш” ролини ойнайдиғанлиқи тәкитлинип, бу әһвал хитай һөкүмитиниң уйғур дияриға көрсәткән бир түрлүк “ғәмхорлуқи” аһаңида баян қилинған.
Һалбуки “айродромлар санида биринчи болуш” хитайдики нопуси әң көп өлкиләрдә әмәс, бәлки нопуси аз болған уйғур районида әмәлгә ашқан. Уйғур дияриниң нопус шалаңлиқи, саяһәтчиликниң қайнақ макани әмәслики, шуниңдәк бунчә көп айродром қурушқа моһтаҗ әмәсликини тәкитлигән бәзи анализчилар буниң маһийәттә хитай һөкүмитиниң контроллуқ вә бастурушни техиму асанлаштуруш, шуниңдәк қошна районларға кеңәймичилик қилишиға тәйярлиқ көрүш икәнликини алға сүрмәктикән.