“уйғур аптоном районлуқ сақчи хизмити йиғини” да нөвәттики бастурушниң давам қилидиғанлиқи тәкитләнди

Вашингтондин мухбиримиз әзиз тәйярлиди
2024.08.21

Хитай башқурушидики “шинхуа тори” ниң 21-авғусттики хәвиридә ейтилишичә, “уйғур аптоном районлуқ сақчи хизмити йиғини” алдинқи күни чақирилған. Йиғинда уйғур аптоном районлуқ парткомниң секретари ма шиңруй сөз қилип, “20-нөвәтлик 3-омумий йиғинниң роһини чоңқур изчиллаштуруш, шундақла партийәниң йеңи дәврдики шинҗаңни идарә қилиш истратегийәсини толуқ вә омумйүзлүк иҗра қилип, иҗтимаий муқимлиқ вә узақ мәзгиллик әминлик орнитишқа капаләтлик қилиш” ни тәләп қилған.

Хәвәрдә ейтилишичә, ма шиңруй уйғур елидики сақчи системисиниң өткән бәш йиллиқ хизмәт нәтиҗилирини толуқ муәййәнләштүргән. Шуниң билән биргә “йеңи вәзийәтниң сақчи системиси үчүн йеңи тәләпләрни оттуриға қоюватқанлиқини, шуңа сақчи системисиниңму шинҗаң хизмитидин ибарәт баш нишан үчүн һәр җәһәттин толуқ тәйярлиқ көрүши лазимлиқи” ни тәкитлигән. Болупму у “партийәниң сақчи системисиниң хизмитигә болған мутләқ рәһбәрликидин қилчиму тәврәнмәслик, ‛пичақ дәстиси‚ниң партийәгә мәнсуп болушиға кепиллик қилиш” һәққидики сөзлири уйғур елидә өткән сәккиз йилдин буянқи қирғинчилиқ вә бастурушниң изчил давамлишидиғанлиқидин дерәк бәргән. Чүнки униң сөзлиридә бундин кейинки хизмәтниң муһим нуқтилири қатарида хәтәрдин сақлиниш, бихәтәрликкә кепиллик қилиш, террорлуққа қарши туруш вә муқимлиқни сақлашни даимлаштуруш, қанун бойичә қаттиқ зәрбә беришни қилчиму бошаштурмаслиқ қатарлиқ 20 нәччә түрлүк тәләп орун алған.

Ма шиңруйниң бу сөзлирини мәзкур йиғинда сөз қилған кишиләрдин уйғур аптоном райониниң рәиси әркин туняз, уйғур аптоном районлуқ сиясий қанун комитетиниң секретари чен миңго, шундақла “шинҗаң һәрбий райони”, қораллиқ сақчи әтрити қатарлиқ орунларниң каттибашлириму әйнән тәкрарлиған. Шундақла муқимлиқ вә террорлуққа қарши турушниң бундин кейинки хизмәтләрниң мәркизий нуқтиси болидиғанлиқини әскәрткән. Нөвәттә хитай һөкүмити зор күч билән иҗра қиливатқан өзини ақлаш мәзмунидики тәшвиқатлар, җүмлидин “қирғинчилиқ саяһити” дәп тәнқидлиниватқан көз боямчилиқлар уйғур дияридики қирғинчилиқниң “түгигәнлики” һәққидики сахта тәшвиқатни базарға селиватқан болсиму, әмма бу қетимқи йиғинда көрситилгән “хизмәт нишани” нөвәттики бастурушниң изчил давам қилидиғанлиқидин бешарәт, дәп қаралмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.