Хитай һөкүмити хотәндә биңтуәнгә қарашлиқ наһийә дәриҗилик бир шәһәр қурушни тәстиқлиди
2016.01.22
Хитай дөләт кабинети йеқинда “шинҗаң биңтуәни” ниң хотәндә турушлуқ 14-девизийәси қармиқида наһийә дәриҗилик бир шәһәр қуруш пиланини тәстиқлиған. Даириләр мәзкур шәһәргә “күнйү шәһири” дәп нам қойған.
Биңтуән 14-девизийәсиниң торидики хәвәрдә, “хотән 3 хил күчләргә қарши турушниң алдинқи сепи, 3 хил күчләрниң вәтәнни парчилаш, милләтләр иттипақлиқиға бузғунчилиқ қилиштики қоманданлиқ орни, мәшиқ мәйдани вә келиш мәнбәси” дейилгән.
Биңтуән иҗтимаий таратқулирида қәйт қилишичә, уйғурлар мәркәзләшкән хотәндә биңтуәнгә қарашлиқ шәһәр қурулса, бу “бөлгүнчилик” кә үнүмлүк тақабил туруш ролини ойнайдикән. Шуңа, даириләр, уйғур районидики биңтуәнгә қарашлиқ һәрбир девизийәдә бир шәһәр қуруш пиланини оттуриға қойған.
Хитай ахбаратиниң илгири сүрүшичә, хитай даирилириниң пилани 2020-йили уйғур райониниң шәһәрлишиш нисбитини 70 % гә йәткүзүшкән. Әмма хитай һөкүмитиниң бу хил башқуруш усули уйғурларниң қаршилиқини қозғап, кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң вә өктичиләрниң тәнқидигә учрап кәлгән.
Мәзкур пилан йәнә, уйғур районида олтурушлуқ хитай пуқралирида охшимиған инкасларни қозғиған.
Кишилик һоқуқ паалийәтчиси ху җүн, районда зораванлиқ вәқәлирини хитайниң сиясити кәлтүрүп чиқириватқанлиқини әскәртип, “бу, шинҗаңдики наһайити ғәлитә әһвал. У йәрдә йәрлик һәм биңтуәнгә қарашлиқ бир-биригә қарму-қарши нурғун шәһәр бар” дәп тәкитлигән. Әмма җав йүәнпей исимлик башқа хитай пуқраси, “мән буни бир зөрүрийәт, дәп қараймән” дегән.