Хәлқарадики 40 нәччә тәшкилат хилтонға хотәндә чеқилған мәсчит орниға меһманхана селиши сәвәблик байқут елан қилди

Мухбиримиз әркин
2021.09.17

“америка ислами мунасивәтләр кеңәш” ни ‍өз ичигә алған америка вә хәлқарадики 40 нәччә тәшкилат, хилтон гуруһиға хотән шәһиридики чеқиветилгән мәсчит орниға меһманхана сеилиши сәвәблик байқут елан қилған.

Америка ислами мунасивәтләр кеңиши қатарлиқ тәшкилатлар 16-сентәбир хилтон гуруһиниң вашингтон шәһиридики “астанә хилтон” меһманханиси алдида ахбарат елан қилип, хилтон гуруһини хотәндики меһманхана қурулуши билән болған тохтамини бикар қилишни рәт қилғанлиқи үчүн дуня миқясини байқут қилишқа чақирған.

Йеқинда әнглийәниң “сикай хәвәрлири” (асман хәвәрлири) қанили хотән шәһәр мәркизидики 2018-йили чиқеветилгән бир мәсчитниң орниға хилтон һампитон меһманханиси селиниватқанлиқини ашкарилиған. Бу хәвәр “америка ислами мунасивәтләр кеңиши” қатарлиқ тәшкилатларниң диққитини қозғиған. Америкадики әң чоң мусулманлар тәшкилати болған “америка ислами мунасивәтләр кеңиши” өткән айда хилтон гуруһиға олтоматум тапшуруп, униң хотәндики қурулушни тохтитишини, әгәр тохтатмиса униңға байқут елан қилидиғанлиқини билдүргән.

“америка ислами мунасивәтләр кеңиши” ниң қәйт қилишичә, хилтон гуруһи хотәндики меһманхана қурулуши билән болған тохтамини бикар қилишни рәт қилған. “америка ислами мунасивәтләр кеңиши” ниң иҗраийә директори ниһад авад “биз кишиләрни, җүмлидин һәҗгә баридиған, мәдинә вә мәккини зиярәт қилидиғанларни хилтон ‍өзиниң чеқиветилгән мәсчит орниға меһманхана селишни тохтатмиғучә, хилтон меһманханисида ятмаслиққа чақиримиз” дегән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.