Хитай әмәлдари: “әзан чақирилмайду, чүнки һәммә адәмниң саити бар”
2019.04.22
Америкадики “блумберг хәвәрлири” ниң мухбири өткән һәптә хитай һөкүмити тәшкиллигән чәтәл мухбирлар өмикиниң тәркибидә уйғур райониниң үрүмчи, қәшқәр, хотән қатарлиқ шәһәрлирини зиярәт қилған. Блумбергниң мухбири 22-апрел күни өзиниң шу қетимқи зиярәттә көргәнлирини, шаһит болған һадисиләрни, қәшқәр вә хотәнниң вәзийити, хитай һөкүмити “кәспий тәрбийиләш мәркәзлири” дәп тәрипләватқан орунларниң әһвалини тәпсилий хәвәр қилди.
“хитай тутқундики мусулманларниң шинҗаңдики қайта-тәрбийәләш лагерлирида ихтияри туруватқанлиқини илгири сүрди” сәрләвһилик хәвәрдә, қәшқәр йеңишәһәр наһийисидики 3 қәвәтлик “тәрбийиләш мәркизи” тонуштурулуп, хитай әмәлдарлири бу йәрдики уйғурларниң өз ихтиярлиқи билән кәлгән десиму, лекин ишик-деризиси төмүр ришатка билән қапланған бу орундики уйғурларниң сиртқа чиқалмайдиғанлиқи билдүрүлгән.
Хәвәрдә баян қилинишичә, қәшқәр кона шәһәр наһийисиниң һакими мәмәт ели “блумберг” мухбириниң “әгәр уйғурлар бу йәргә келишни рәт қилса қандақ болиду?”, дегән соалиға “әгәр улар кәлмисә, әдлийә органлириға тапшурулиду” дегән. Қәшқәрдики ваң чюбин исимлик бир йәрлик партийә рәһбири қәшқәрдә әмди әзан оқулмайдиғанлиқини, чүнки һәммә адәмниң қолида саәт барлиқини илгири сүргән. У йәнә сақал һәққидә тохтилип, сақал қойған уйғур яшлирини франсийәдә партлиған сериқ чапанлиқларниң наразилиқ намайишиға селиштурған.
Даириләр йәнә мухбирларни хотәнниң қарақаш наһийисидики бир “кәспий тәрбийиләш мәркизи” ни зиярәт қилдуруп, бу орундики уйғурлар билән сөзлишишкә йол қойған. “блумберг” ниң хәвиридә баян қилинишичә, бу орундики уйғурлардин һәр қетим уларниң қандақ җинайәт садир қилғанлиқи соралса, уларниң һәр қетимда худди ядливалғандәк охшаш сөзни тәкрарлиши мухбирларниң диққитини тартқан.
Хәвәрдә билдүрүлүшичә, “мән бурун ашқунлуқ идийиси билән юқумланған”, “мән бу йәргә өз ихтиярлиқим билән кәлдим” дегән сөзләр бу “тәрбийиләш мәркизи” дики уйғурлар изчил тәкитләйдиған сөзләр икән.
Хәвәрдә қәйт қилинишичә, уйғур аптоном районлуқ тәшвиқат бөлүминиң муавин башлиқи шу гошяң “блумберг” мухбириниң немишқа уйғурлар охшаш сөзни тәкрарлайду?, дегән соалиға “чәтәлликләрни көрүп бәк җиддийлишип кәткән болуши мумкин” дәп җаваб бәргән.