Анализчилар: "хитайниң қерилар билән балиларни йиғивелип беқиш орни лагерлар мәсилисиниң нәқәдәр еғирлиқини көрситип бериду"
Хитайчә "шинҗаң гезити" ниң 12-декабирдики бир хәвиригә қариғанда, хитай һөкүмити уйғур районида 2017-йилниң бешида қерилар билән йетим балиларни йиғивелип беқиш пиланини оттуриға қойған болуп, 2020-йилниң ахириға кәлгәндә пүтүн райондики қерилар билән игә-чақисиз балиларни йиғивелип беқиш нисбитини 100 пирсәнткә йәткүзгән.
2020-Йил хитай һөкүмити намратлар, қерилар вә балиларни йиғивелип беқиш, санаторийә вә йәсли селиш үчүн 1 милярд 600 милйон йүән мәбләғ аҗратқан. 2020-Йилниң ахириға кәлгәндә уйғур районидики санаторийәләр 265 кә йәткән. Әмма бу хәвәрдә, бу йиғивелип беқиш орунлиридики қерилар билән балиларниң зади қанчилик икәнлики һәққидә мәлумат берилмигән.
Анализчиларниң қаришичә, хитай һөкүмити 2017-йилдин башлап уйғурларни кәң көләмдә лагерларға солашни башлиғандила, көплигән қерилар вә балиларниң игә-чақисиз қалидиғанлиқини мөлчәрлигән болуп, уларни йиғивелиш беқиш пиланиниму шуниңға асасән иҗра қилған. Хитайниң пүтүн райондики яшанғанлар билән балиларни йиғивелип беқиши һәргиз хитайниң параванлиқи сияситини әмәс, бәлки қабаһәтлик бастуруш сияситини әкс әттүриду.