Хитай һөкүмити уйғур елидики маарип саһәсини мутләқ қамал қилишқа тәйярланмақта

Мухбиримиз ирадә
2021.01.14

Уйғур аптоном районлуқ даириләр йеқинда “йеңи дәврдики маарипни назарәт қилип башқуруш түзүлмисини ислаһ қилишни чоңқурлаштурушни йолға қоюш пилани” ни елан қилған һәмдә буни дәрһал әмәлийләштүрүшни уқтуруш қилған.

Хитайниң “шинҗаң гезити” ниң хәвәр қилишичә, йеңи дәврдики маарипни назарәт қилип башқуруш түзүлмиси бойичә “маарипта идеологийәгә йетәкчилик қилиш, ши җинпиңчә идийә йетәкличикидә чиң туруш, шинҗаң хизмити илмий муһакимә йиғининиң роһини, болупму ши җинпиңниң муһим сөзиниң роһини маарип тәрәққиятида алдинқи орунға қоюш” дегәнләр тәкитләнгән.

Уйғур районлуқ партийә комитети баш ишханиси вә хәлқ һөкүмити баш ишханиси тәрипидин җиддий чақирилған бу йолйоруқ йиғинида улар уйғур елидики “түзәш системисини күчәйтиш” һәққидә мәхсус тохталған болуп, бу чәт әлләрдики көзәткүчиләрниң күчлүк диққитини қозғиди. Униңда мундақ дийилгән:

“шинҗаңдики һәр дәриҗилик маарип назарәтчилик аппаратлири назарәт қилиш нәтиҗисигә асасән, назарәт қилинидиған орунлардики мәсилиләрни қәтий түзитиши керәк. Түзитиш җайида яки вақтида болмиса, назарәт қилиш буйруқи чиқирилип, мөһләт ичидә түзитиш керәк. Назарәт қилинидиған орун мәсилини һәл қилиши, әтраплиқ түзитиши, түзитиш нәтиҗисини маарип назарәтчилик оргиниға вақтида доклат қилиши, түзитиш әһвалини җәмийәткә елан қилиши керәк”

Униңда йәнә мунулар дейилгән: “тәкшүрүш системисини мукәммәлләштүрүш керәк. Шинҗаңдики һәр дәриҗилик маарип назарәтчилик аппаратлири маарип назарәтчиликини тәкшүрүш системисини қаттиқ йолға қоюп, мәмурий районлардики назарәт қилинидиған ишларға “өткәнкиләргә қаят қарап чиқиш” механизмини орнитип, юқири вә мунасип маарип назарәтчилик аппаратлириниң назаритидә байқалған мәсилиләрни түзитиши вә түзүтүш җәрянлирини вақтида тәкшүрүши керәк.”

Чәт әлләрдики көзәткүчиләр бу маарип башқуруш пиланидики мәзмунларниң хитайниң уйғур маарипини мутләқ қамал астиға алидиғанлиқидин дерәк беридиғанлиқини ейтти. Улар хитай һөкүмитиниң уйғур елидики маарип саһәсидики назарәтчилик ишлирида ишларға “өткәнкиләргә қаят қарап чиқиш” механизмини тәкитлиши бу саһәдә алдимиздики күнләрдә йәнә нурғун кишиләрниң һәрхил баһаниләр билән соал-сорақ вә тутқунға учрайдиғанлиқиниң бишарити болуши мумкин, дәйду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.