“вашингтон почтиси” гезити қәшқәр шәһиридики юқири техникалиқ назарәт системиси һәққидә мақалә елан қилди
2020.06.24
“вашингтон почтиси” гезити 22-июн күни хитайдики “хитайдики ‛юқири техникалиқ тәқиб шәһири‚ һәммимизгә агаһландуруш болуши керәк” сәләвһилик мақалә елан қилди. Мақалиниң аптори бил дрексел 2018-2019-йиллири чиңхуа университетида оқуған. У җәрянда хитайниң юқири техникалиқ дөләт хәвпсизлики назарәт системисини алаһидә тәтқиқ қилған.
Мақалидә уйғурлар әң көп топлишип олтурақлашқан қәдими шәһәр қәшқәрниң күчлүк назарәт вә тәқиб тори астидики “сақчи дөлити” гә айлиниш җәряни баян қилинған.
Хитай һөкүмити б д т пән-мәдәнийәт вә маарип тәшкилати, явропа парламенти вә хәлқара таратқуларниң наразилиқиға қаримай, 2009-йилдин 2014-йилғичә болған арилиқта қәшқәр қәдимий шәһирини чеқип түзливәткән иди. Шу қетимлиқ бузушта қәшқәр шәһиридики 90 пирсәнтин көпрәк қәдими олтурақ өйләр вә мәһәллиләрниң вәйран қилинғанлиқи мәлум.
Мақалидә йәнә хитайдики юқири пән-техника ширкәтлириниң дөләт аппаратлири билән бирлишип, уйғур районидики, болупму уйғурлар топлишип олтурақлашқан җәнубий уйғур дияридики хәлқләрни бастурушта қандақ һәрикәт қилғанлиқи чүшәндүрүлгән.
Хитайдики әң чоң телефон ширкити болған “хуавей ширкити” 2014-йилидин башлап хитайдики 500 дин артуқ шәһәрниң назарәт механизиминиң толуқ контроллуқ астидики “әқлий шәһәр” болушида қандақ рол ойниғанлиқи хәлқара мәтбуатларда диққәт тартқан иди. Болупму уйғур дияридики шәһәрләрдә юқири техникалиқ нәқип системисиниң барлиққа келишидә хитай пән-техника ширкәтлириниң қоли бар иди.
Мақалиниң ахирида аптор дуня җамаәтчиликини хитай һөкүмити қәшқәрдә толуқ ишқа ашурған юқири техникалиқ назарәт системисиниң дуняға кеңийип кетишидин сақлинишқа агаһландурған.