Кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилати уйғурларға қаритилған паспорт чәклимисини тәнқидлиди
2016.11.22
Хәлқара кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилати 22-ноябир сәйшәнбә күни тор бекитидә баянат елан қилип, хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан паспорт чәклимисини тәнқидлиди.
Баянатта “уйғур аптоном районида сақчиларниң өз һоқуқидин һалқиған дәриҗидә, йәрлик уйғурларниң паспортини районлар бойичә коллектип йиғивелиш, мусулманларға қарита кәмситиш характеридики инчикә тәкшүрүш, сорақ қилиш, уларниң саяһәт вә башқа сәвәбләр билән чәтәлләргә чиқишиға қарита һәр хил чәклимиләрни күчәйтиш қатарлиқ кишилик һоқуқ қануниға хилап васитиләрни қоллиниватқанлиқи” тәнқидләнгән.
Мәзкур баянатта йәнә, хитай һөкүмитиниң уйғур, тибәт қатарлиқ хитай болмиған милләтләргә қаратқан паспорт сияситидә, хитай пуқралиридин пәрқлиқ һалда йиллардин буян һәр хил бәлгилимә, чәклимиләрни йолға қоюп, паспорт беҗиришни тәсләштүрүш, һәтта паспорт бәрмәсликтәк қаттиқ сиясәтләрни йүргүзүп келиватқанлиқи тилға елинип, хитай һөкүмитини милләтләргә қарита баравәр муамилә қилишқа, уйғур, тибәт қатарлиқ хитай болмиған милләтләргә қарита миллий вә диний кәмситиш сиясити йүргүзмәсликкә чақирған.