Или областлиқ партком ғулҗидики қамалда пуқраларниң ачлиқтин ‍өлгәнликини инкар қилди

Мухбиримиз әркин
2022.09.09

Йеқинқи 40 күндин буян ғулҗида йеңи типлиқ таҗсиман вируси юқумиға қарши қамал йүргүзүп, пуқраларниң ачарчилиқта қелиши, ‍өлүши вә роһий бузғунчилиққа учришини кәлтүрүп чиқириш билән әйиблинип кәлгән или областлиқ һөкүмәт 9-сентәбир ахбарат йиғини өткүзүп, өзлириниң ғулҗида йолға қойған карантин тәдбирлини ақлиған. Шундақла карантин җәрянида кишиләрниң ачлиқтин ‍өлгәнликини рәт қилип, буниң сахта учур икәнлики, бу учурни тарқатқучиниң қаттиқ җазалинидиғанлиқини елан қилған.

Ахбарат йиғинида или қазақ аптоном областлиқ парткомниң муавин секретари, областлиқ һөкүмәтниң башлиқи йершат турсунбай, карантин тәдбирлирини ақлаш билән биргә, ғулҗа пуқралириниң хитай иҗтимаий таратқулиридики карантин тәдбирлиригә, ачарчилиқ вә һөкүмәт хадимлириниң қопал һәм кәмситиш характерлик муамилисигә болған шикайәтлиригә җаваб бәргән.

Бу қетимқи ахбарат йиғини хитай һөкүмити ғулҗида йеңи типлиқ таҗсиман вируси юқумини баһанә қилип, омумийүзлүк қамал йүргүзгәнгә 40 күн болған, райондин келиватқан учурлар чәтәлдики уйғурларда хитай уйғурларни илгириләп бастурушта юқумни баһанә қилип қоллиниватамду, дегән әндишә қозғап, америка, түркийә қатарлиқ дөләтләрдә карантинға қарши наразилиқ намайишлири йүз бәргән бир вақитта өткүзүлгән.

Ахбарат йиғинида йершат турсунбай “хитай гезити” мухбириниң ғулҗида бир яшанған кишиниң ‍ачлиқтин ‍өлгәнлики һәққидики хәвәрләрниң раст-ялғанлиқи һәққидики соалиға җаваб бәргәндә, бу хәвәрниң “әмәлийәткә уйғун әмәслики, яман ғәрәзлик кишиләр тоқуп чиқарған ялғанчилиқ” икәнликини илгири сүргән.

Униң тәкитлишичә, нөвәттә алақидар тармақлар вәқәни “қаттиқ бир тәрәп қилмақта” икән. У пуқраларниң ачарчилиқтин өлгәнликини инкар қилған болсиму, бирақ радийомиз ғулҗида қамал йолға қоюлғандин буян 14 адәмниң ачлиқ вә дориси йетишмәсликтин ‍өлгәнлики, ‍өлгәнләрдин 3 кишиниң кимликини дәлиллигәниди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.