Уйғурларниң чәтәлләрдики қораллиқ һәрикәтлири хәлқараниң диққитини қозғимақта

Мухбиримиз әзиз
2017.02.15

Уйғурлар дияридики қаршилиқ һәрикәтлириниң бир қисми дәп қариливатқан уйғур қораллиқлар гуруһиниң паалийәтлири йеқиндин буян ғәрб ахбарат васитилиридә пат-пат тилға елиниватқан қизиқ нуқтиларниң бири болуп қалмақта.

Шиветсарийәниң сюрих шәһиридики “бихәтәрлик тәтқиқат мәркизи” ниң 15-февралдики айлиқ доклатида надирбәк салийеф имзасида елан қилинған “уйғур қораллиқлириниң шәрқий җәнуби асия вә униң нерисида баш көтүрүши” мавзулуқ мақалә әнә шу хилдики баянларниң биридур.

Апторниң қаришичә һазир уйғурлар дияридики қаршилиқ һәрикәтлири сан вә көләм җәһәттә ешип меңиватқан болуп, буниң бир түрлүк ипадиси уйғур қораллиқлар гуруһиниң шәрқий җәнуби асияда пәйда болуши, шундақла бу җайдин йөткәлгән йәнә бир түркүм уйғурларниң һазир сүрийәдики қораллиқ тоқунушқа четилип қелиши һесаблинидикән.

“рәқәмлик журнал” ниң 13-февралдики хәвиридә ейтилишичә, дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханим уйғурларниң шәрқий җәнуби асия чегралиридин өтүши һәмдә оттура шәрқтики җәң мәйданлирида пәйда болуши һәққидә соралған соалларға җаваб берип “нәччә миң уйғур хитайниң зулумдин қечип шәрқий җәнуби асияға, у җайдин түркийәгә барған. Әнә шу уйғурларниң ичидин бир түркүм алданған уйғурлар сүрийәдә русийә уруш айропиланлириниң бомбисида һаятидин айрилди” дегән.

Надирбәк салийеф бу һәқтә тохтилип “хитай һөкүмити уйғур қораллиқлириниң бу хилдики чегра атлиған паалийәтлирини түгәтмәкчи болса, уйғурларниң қәлбини утуши, шуниңдәк уйғурларни радикаллиққа мәҗбурлашни тохтитиши лазим” дегән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.