Америка һөкүмити хитайни уйғурларниң диний ибадәт әркинликигә йол қоюшқа чақирди

Мухбиримиз әркин
2016.07.01

Америка дөләт ишлар министирлиқи хитайни уйғур мусулманлириниң диний әркинликигә һөрмәт қилишқа, уларниң әркин ибадәт қилишиға йол қоюшқа чақирған.

Дөләт ишлар министирлиқи баянатчиси бу сөзни хитайниң уйғур районида розини чәклигәнликигә даир хәвәрләр һәққидә соралған бир соалға җаваб бәргәндә тәкитлигән.

“малийә експрәс” намлиқ гезитниң хәвәр қилишичә, америка дөләт ишлар министирлиқи баянатчиси мундақ дегән: “биз хитай даирилирини диний етиқад әркинликини қоғдашқа вә шундақла хитай хәлқарада үстигә алған кишилик һоқуқ мәҗбурийитигә асасән пуқралириниң әркин ибадәт қилишиға йол қоюшқа чақиримиз.”

У йәнә, “диний әркинлик тинч, һәр тәрәпни өз ичигә алған, муқим вә тәрәққий қилған җәмийәт бәрпа қилиш үчүн интайин муһим амил” дегән.

Хәлқара ахбарат, уйғур паалийәтчиләр вә бәзи йәрлик аһалиләр уйғур районида бу йилму кадирлар, оқуғучилар, оқутқучилар, ишчи-хизмәтчиләрниң роза тутуши чәкләнгәнликини, бәзи йеза-кәнтләрдә йәрлик кадирларниң әтигәндә соғурға қопқан аилиләрни тәқиб қилиш әһвали йүз бәргәнликини билдүргән иди. Әмма хитай һөкүмити диний ибадәт вә розини чәклигәнликини изчил рәт қилип кәлди.

Америка һөкүмитиниң бу чақириқи пакистанниң 4 кишилик диний тәкшүрүш өмики уйғур районида роза тутуш чәкләнгән-чәкләнмигәнликини тәкшүрүш үчүн бу районда тәкшүрүш елип бериватқан мәзгилдә оттуриға қоюлди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.