Хитай һөкүмитиниң уйғур дияридики “йәр ениқлаш” һәрикити диққәт қозғиди

Мухбиримиз әзиз
2022.01.12

Йеқинда хитай һөкүмити уйғур дияридики терилғу йәрләр, бағ-варанлар вә су байлиқлирини омумйүзлүк ениқлиған. Хитай һөкүмитиниң 11-январдики хәвиридә ейтилшиичә, бу қетим уйғур дияридики терилғу йәрниң 106 милйон мо икәнлики, буниңда 28 милйон мо йәрниң йеңидин ечиш арқилиқ көпәйгәнлики ейтилған.

“хитай хәвәрлири тори” ниң бу һәқтики хәвиридә ейтилишичә, бу қетимқи ениқлашта уйғур диярида йәнә 15 милйон модин артуқ һәр хил мевилик бағниң барлиқи мәлум болған. Уйғур аптоном районлуқ тәбиий байлиқ назаритидин ли чав бу һәқтә сөз қилип “терилғу йәрниң омумий сүпити анчә юқири әмәс. Терилғу йәргә зиян қиливатқан бир қатар әһваллар, җүмлидин екологийәлик қурулуш, иқтисадий қурулуш қатарлиқлар еғир болмақта” дегән.

Мәлум болушичә, уйғур дияридики уйғур деһқанларниң йәрлиридин айрилиши өткән он нәччә йилдин буян изчил давам қилип келиватқан болуп, хитай көчмән аһалилириниң зор көләмдә терилғу йәрләрни һөддигә еливалғанлиқи, йәрлиридин айрилған деһқанларниң “ешинча әмгәк күчлири” дегән намда һәрқайси җайлардики хитай завутлириға “намратлиқтин қутулдуруш” намида әрзан баһалиқ ишчи болуп йөткилиши һәммигә мәлумлуқ пакитлардин болуп қалғаниди. Әмдиликтә уйғур дияридики терилғу йәрләрниң қурулуш үчүн ишлитиливатқанлиқи хитай һөкүмитиниң уйғур дияриға зор көләмдә нопус йөткәш арқилиқ “җәнубий шинҗаңдики уйғур нопусиниң үстүнлүк вәзийитини бузуп ташлаш лазим” дегән истратегийәсини қәдәмму қәдәм әмәлгә ашуруватқанлиқини намаян қилмақта, дәп қаралмақтикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.