Әркин сәмәтниң өлтүрүлүш вәқәсигә четишлиқ 4 гумандар тутқун қилинған
2019.11.15
Түркийәниң истанбул шәһиридики бир меһманханиниң чайханисида етип өлтүрүлгән әркин сәмәт исимлик уйғур тиҗарәтчиниң делосиға четишлиқ4 гумандарниң қолға елинғанлиқи илгири сүрүлмәктә.
Түркийә таратқулириниң түрк аманлиқ органлиридин нәқил кәлтүрүшичә, вәқәгә четишлиқ 3 нәпәр гумандар түркийәниң адана шәһиридә, йәнә бир гумандар истанбулда қолға елинип, әдлийә органлириниң бир тәрәп қилишиға тапшуруп берилгән.
Бу һәқтики хәвәрләрдә гумандарларниң бу җинайәтни садир қилишта миң доллар һәқ алғанлиқи илгири сүрүлмәктә. Нөвәттә әркин сәмәтниң өлтүрүлүш сәвәби вә гумандарларниң арқисида кимләрниң барлиқи йәнила бир сир.
Түркийәдики “интернет хәвири” намлиқ бир тор бетиниң илгири сүрүшичә, вәқәдин кейин һүсәйин әхмәталийеф, абдулла әнвәр, али есбеһ исимлик 3 гумандар адана шәһиридә қолға елинған болуп, уларниң йенидин сахта кимлик бәлгилири чиққан. Илгирики хәвәрләрдә гумандарларниң иккисиниң қирғизистан пуқраси, бириниң сүрийәлик икәнлики илгири сүрүлгән иди. Лекин кейинки хәвәрләрдә уларниң үчилисиниң қирғиз икәнлики, гумандарларниң йенидин сүрийәлик икәнликигә даир сахта кимлик тепилғанлиқи, гумандарлар истанбулға елип келинип сорақ қилинғандин кейин нурмуқамәт исимлик йәнә бир гумандарниң җинайәттә ишлитилгән тапанча билән қолға елинғанлиқи илгири сүрүлмәктә.
Мәлум болушичә, әркин сәмәт илгири қирғизистанда ширкәт қуруп, тиҗарәт билән шуғулланған икән. Униң өлтүрүлүши қирғизистан таратқулирида қаттиқ ғулғула қозғиған. Бәзи таратқулар униң қирғизистандин чәтәл банкисиға нурғун миқдарда доллар йөткигәнликини илгири сүргән. Қирғизистан президенти җейнбекоф бу вәқә сәвәблик 12-ноябир қирғизистанниң истанбулда турушлуқ баш консулини вәзиписидин елип ташлиған.
Мәлум болушичә, нөвәттә түркийә аманлиқ органлири вәқәниң сәвәби вә униң арқисидики кишиләрни тәкшүрмәктә икән.