Хитайниң мәркәз карханилири уйғур ели билән 183 түрдә келишим имзалиған
2024.07.29
Хитай һөкүмәт таратқулириниң хәвәрлиридин қариғанда, 28-июл күни, уйғур елидә “мәркәз карханилириниң шинҗаңни кәсипләр арқилиқ гүлләндүрүшини алға силҗитиш йиғини” ечилған. Йиғинда, хитайниң 25 мәркәз карханиси уйғур ели даирилири билән 183 түрдә келишим имзалиған болуп, 2028-йилиниң ахиридин бурун939 милярд 571 милйон йүән кәсипләр мәбләғ селинмиси тамамлинидиғанлиқи мөлчәрләнгән.
Хәвәрдә дейилишичә буниң ичидә, дөләт енергийә селинма гуруһи чәклик мәсулийәт ширкити 23 түргә мәбләғ селишни пиланлиған болуп, у көмүрдин май елиш, көмүрдин газ елиш, йеңидин көпәйгән йеңи енергийә чоң базиси қурулуши қатарлиқларға четилидикән.
Хитай нефит-тәбиий газ гуруһи чәклик ширкити буниңдин кейинки үч йилда уйғур елидә нефит-тәбиий газ чарлаш, ечиш, нефит чәккиләшниң типини өзгәртип дәриҗисини өстүрүш, йеңи енергийәни тәрәққий қилдуруш қатарлиқларни өз ичигә алған 24 чоң түрдә иш башлашни пилан қилған. Хитай лүфа селинма гуруһи чәклик ширкити болса шамал, йоруқлуқ йеңи енергийәси вә меһмансарай қурулуши түригә мәбләғ салидиған болуп, қәшқәр, алтай қатарлиқ җайларда һәмдә сайрам көли, тәңритағ вә боғда көли қатарлиқ мәнзирә районлирида он меһмансарай селишни пиланлиған.
Юқиридики қурулуш түрлири хитай һөкүмити бултурдин башлап уйғур елидә йолға қойған “сәккиз чоң кәсип гәвдиси” ни нуқтилиқ чөридигән асаста, уйғур елиниң енергийә байлиқи әвзәлликидин яхши пайдилинишни мәқсәт қилидиған болуп, “тәңритағ тори” хәвиридә буни “шинҗаң билән хитай мәркәз карханилириниң хитай компартийәси 20-нөвәтлик мәркизий комитети 3-омумий йиғининиң роһини изчиллаштуруш, әмәлийләштүрүштики конкрет тәдбири” дәп көрсәткән.
-7Айниң 15-күнидин 18-күнигичә ечилған хитай компартийәси 20-қетимлиқ-3омуми йиғинидин кейин, хитай һөкүмити узун муддәтлик тәрәққият нишанини оттуриға қойған иди; хитай иқтисади давамлиқ чекиниватқан бир вәзийәттә оттуриға қоюлған бу тәрәққият нишанида хитай һөкүмити хәлқара тосқунлуқ вә риқабәтни қандақ бөсүп өтүш, һәр вақит йүз бериш еһтимали болған киризис вә тоқунушларға қандақ тақабил туруш дегәнләрниң пиланини соққан.
Һалбуки, хитай һөкүмитиниң бу пиланлириниң уйғур ели екологийәсигә вә нопус қурулмисиға елип келидиған тәсири һәмдә уйғурларниң мәҗбурий әмгикини ашуруветиш әндишилиригә сәвәб болуватқанлиқи мәлум.