Уйғур районлуқ һөкүмәтниң муавин рәиси қәйсәр абдукеримниң “шинҗаңниң ишики һәмишә очуқ” дейиши мәсхиригә қалған

Мухбиримиз ирадә
2023.03.16
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Хитай һөкүмитиниң уйғурларға ирқий қирғинчилиқи вә инсанийәткә қарши җинайәт йүргүзүватқанлиқи хәлқаралиқ органларда қаттиқ әйибләшкә учраватқан бир пәйттә, хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси хуа чүнйиң тивиттер һесаби арқилиқ бир видийо тарқитип уйғур елида һәммә ишниң нормаллиқини илгири сүрди.

У видийода уйғур районлуқ һөкүмәтниң муавин рәиси қәйсәр абдукерим инглизчә сөзлитилгән. У сөзидә “шинҗаңниң ишики һәмишә очуқ. Һәқиқәтниң ишики һәмишә очуқ. Көрүш-ишиниш дегәнликтур” дәп сөз қилған.

Қәйсәр абдукерим сөзидә йәнә “биз техиму көп инсанларниң бу йәргә келип, 25 милйондин артуқ шинҗаң хәлқини йеқиндин көрүшини, йеза қишлақлиримизни, базарлиримизни, бизниң турмушимизни йеқиндин көрүшини үмид қилимиз” дегән.

Хитай һөкүмити техи мушу айниң 10-күни б д т чақирилған “хәлқаралиқ ислам дүшмәнликигә қарши туруш күнини хатириләш паалийити” дә уйғур мусулманлириға қиливатқан зиянкәшлики түпәйлидин американиң б д т да турушлуқ әлчиси линда томас гиринфийлд тәрипидин қаттиқ тәнқидләнгәниди. Арқидинла, хуа чүнйиңниң тивиттерда бу видийони тарқитиши диққәт қозғиди.

Тивиттер қолланғучилири болса хитайниң уйғур аптоном районлуқ һөкүмәтниң муавин рәиси қәйсәр абдукеримни сөзлитип туруп қилған бу тәшвиқатини қаттиқ мәсхирә қилған.

Нурғунлиған тивиттир қолланғучилири хуачүнйиңгә қайтурған инкасида буниң қипқизил ялғанлиқини, бир чәтәлликниң уйғур ели вә тибәт қатарлиқ җайларға халиғанчә берип, сақчиниң тәқибисз айлинип йүрүшиниң мумкин әмәсликини билдүрүшкән.

Бәзи тивиттир қолланғучилири һәтта инкасида “гепиң раст болса сән аввал вухәндики тәҗрибиханини хәлқаралиқ тәкшүргүчиләргә ечип бақ” дегән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.