“бүгүнки исраилийә” гезити: уйғурлар пәләстинликләргә баққанда техиму тәләйсиз
2023.12.25
24-Декабир күни, исраилийәдики әң чоң таратқулардин бири болған “бүгүнки исраилийә” гезитидә елан қилинған бир мақалидә, пәләстинликләр билән уйғурларниң әһвали селиштурма қилинған.
Мақалидә мундақ дейилгән: “ исраилийә болмиса иди, пәләстинликләр мәсилиси мәсилә болмайтти, явропаниң чоң шәһәрлиридә қозғалған намайишларда һечким ‛пәләстингә азадлиқ!‚ дәп шоар товлимайтти, пәләстинликләр вә уларниң мәсилиси хитайдики уйғурларниң мустәқиллиқ күрәшлиригә охшаш дуняда билинмәйдиған бир һадисә болуп қалатти. Хитай исраилийә әмәс, бәлки дуня сәһнисини игилигән чоң гәвдә болғачқа, уйғурлар тоғрулуқ хәвәрләр чоң мәтбуатларда асасән көрүлмәйду”.
Мақалидә ейтилишичә, хитай ташқи ишлар министири ваң йи алдинқи һәптә сәуди әрәбистан, ийорданийә, мисир, пәләстин һөкүмәтлири, шундақла һиндонезийә вә ислам һәмкарлиқ тәшкилатиниң рәһбәрлири билән көрүшкәндә, дуняниң җиддий һәрикәткә келип, ғәззәдики тоқунушни бесиқтуруши керәкликини, хитайниңму пәләстин-хамас тоқунушини тохтитишқа тиришиватқанлиқини билдүргән.
Бу мақалидә, ваң йиниң хамас башлиған террорлуқ һуҗуми һәққидә һечнемә демигәнлики әйибләнгән вә хитайға мундақ соал қоюлған: “хитай һазир пәләстинликләргә адаләт тәләп қиливатиду. Әмма хитай өзиниң мусулман пуқралириға адаләт бәрдиму? хитайниң ғәрбий шималидики шинҗаң уйғур аптоном районида яшаватқан мусулман милләтләр өз тупрақлирида чиң туруп яшимақта, әмма хитай рәһбәрлири уларниң бундақ яшишини халимайду. 11 Милйон уйғур бу райондики әң чоң милләт, һечқандақ әрәб һөкүмити, җүмлидин пәләстин һөкүмити хитайниң бу милләтләргә қиливатқан зиянкәшликини әйиблигини йоқ, бу әң чоң икки йүзлимичилик”.
Бу мақалидә йәнә, хитайдики уйғурлар, бермидики роһинга мусулманлири ирқий қирғинчилиққа учриғанда зуван сүрмигән мусулман дунясиниң пәләстиндә бир иш чиққан һаман қозғилип кетидиғанлиқини, гоя пәләстинлик мусулманларниңла дәваси һәммидин улуғ, һәммидин алаһидә болуп қалидиғанлиқи, буниңдики сәвәбниң йәһудий вә исраилийә дүшмәнлики икәнлики тәкитләнгән.
Мақалидә көрситилишичә, исраилийә он йил мабәйнидә хитай билән иқтисадий һәмкарлиқини давам қилип кәлгән, һәтта хитай билән йеқинлишиш үчүн, униң оттура шәрқтики җасуслуқ вә кеңәймичилик һәрикәтлиригә сүкүт қилип кәлгән. Әмма бу қетим исраилийәниң хитай һәққидики хам хияллири вә сиясити тамамән гумран болған, шундақтиму хитайниң пәләстин мәсилисини һәл қилиш җәһәттики ролиға сәл қариғили болмиғачқа, хитай билән мунасивәтни тамамән үзүшму тәскә тохтайдикән.
Мақалиниң ахирида пәләстинликләр билән уйғурларниң әһвали селиштурма қилинип мундақ дейилгән: “әмәлийәттә, пәләстиндики тоқунушларға исраилийә арилашқан һаман пәләстин униңдин сиясий мәнпәәт алиду. Әгәр ундақ болмиса, пәләстиндики бай сиясәтчиләр бүгүнму намрат ялаңтөшләрдин болуп қалатти. Чүшкүнлишип өзини йоқатқан вә дуняниң диққитини тартишни көзлигәнләр (хамас тәшкилати) үчүн һаман бир дүшмән (исраилийә) болуши керәк. Пәләстинликләрниң бундақ дүшмини бар, әмма уйғурларниң йоқ”.