Уйғурларниң қамал қилиниватқан диний әркинлики вә мәдәнийити һәққидә хәлқаралиқ йиғин ечилиду

Мухбиримиз әзиз
2018.02.13

Уйғурлар дияридики еғирлап меңиватқан сиясий вәзийәтниң биваситә тәсиригә учраватқан амиллар ичидә уйғурларниң диний етиқад әркинлики вә мәдәнийити алдинқи орунда туруп келиватқанлиқи мәлум. Бу тәсирниң нөвәттики әһвали һәмдә униң йөнүлиши һәққидики мәсилиләргә қарап чиқиш мәқситидә бирнәччә хәлқаралиқ тәшкилатларниң һәмкарлиқида 26-феврал күни америка дөләт мәҗлисидә мәхсус хәлқаралиқ йиғин ечиш қарар қилинди.

Вакаләтсиз милләтләр тәшкилати, уйғур инсан һәқлири қурулуши тәшкилати, америка уйғур бирләшмиси вә дуня уйғур қурултийи қатарлиқ орунларниң һәмкарлашма саһибханилиқида ечилидиған бу йиғинда мутәхәссисләр вә алимлар уйғурлар нөвәттә дуч келиватқан вәзийәт һәмдә буниңға тақабил туруш тәдбирлирини муһакимә қилиду.

Йиғинға тәклип қилинғанлардин җорҗ вашингтон университетиниң профессори шан робертс, нюйорк университетиниң зиярәтчи алими тең бяв, америка дөләт мәҗлиси қармиқидики хәлқара диний әркинлик комитетиниң хадими тина маффорд, радийомиз уйғур бөлүминиң мәсули алим сейтоф қатарлиқлар айрим-айрим сөз қилип, өз қарашлирини оттуриға қойиду. 

Мәлум болушичә, уйғурлар дияридики барғансери юқири пәллигә чиқиватқан, шундақла тарихта мисли көрүлмигән сиясий контроллуқ һазир һәрсаһә кишилириниң күчлүк диққитини қозғап кәлмәктә икән. Шу сәвәбтинму йеқиндин буян мушу хилдики йиғинлар көпләп ечиливатқан болуп, уйғурлар мәсилисиниң хәлқарада күчлүк дәриҗидә билиниватқанлиқиниң бир ипадиси, дәп қаралмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.