Деннис игнатюс: “уйғурларни қайтурушқа болмайду!”
2017.11.28
25-Ноябир күни “бүгүнки әркин малайшия” гезитидә сабиқ дипломат деннис игнатюсниң тайландниң соңкла өлкисидики йиғивелиш мәркизидин қечип кәткән уйғурларға даир чоң һәҗимлик мақалиси елан қилинди. У мақалисидә тайланд вә малайшиядики мусапир уйғур тутқунларни хитайға қайтурмаслиқни мураҗиәт қилиш билән биргә бу уйғурларниң хитайниң түрлүк зулумлири сәвәбидин чәтәлгә қечишқа мәҗбур болғанлиқини тәпсилий тонуштуриду.
У йәнә малайшия һөкүмитиниң һазирға қәдәр қачқун уйғурларниң һәммисигә террорчи қатарида муамилә қилғанлиқи, шуниңдәк 29 уйғурни “террорчи” дегән боһтан билән хитайға қайтуруп бәргәнликини “малайшия һөкүмитиниң қачқунларға тутқан әң номуссиз қилмиши дейишкә болиду” дәп тәнқидләйду. Шуниңдәк әсәбийлик вә диктаторлуқта әйибләнгән мусулман қачқунлириға панаһлиқ берәлигән малайшия һөкүмитиниң әмдиликтә инсан чидиғусиз зулум сәвәбидин өз вәтинидин қечип кетишкә мәҗбур болған уйғур мусапирлирини хитайға қайтуруп бериш хиялида болуватқанлиқини әйибләйду.
У мақалисиниң ахирида малайшия һөкүмитини хәлқаралиқ инсан һәқлири низамнамисигә һөрмәт қилишқа, шуниңдәк тайландтин қечип малайшия тәвәсигә өтүп кәткән болуши мумкин, дәп қариливатқан уйғур қачқунлирини тайландқа яки хитайға қайтуруп бәрмәсликкә чақириду.
Мәлум болушичә, деннис игнатюс малайшия ташқи ишлар министирлиқида 36 йил хизмәт қилған сабиқ дипломат болуп, узун йиллар мабәйнидә малайшияниң латин америкисидики бирнәччә дөләттә турушлуқ баш әлчилик вәзиписини өтигән икән.