Финландийә баш министири лагерлардики уйғур аяллири учраватқан хорлуққа күчлүк инкас қайтурди
2021.02.04
Финландийә баш министири санна марин ханим уйғур аяллириниң лагерларда системилиқ басқунчилиқ вә җинисий хорлуққа учрававатқанлиқини қаттиқ әйиблиди.
У 3-феврал күнидики тивиттер учурида BBC ниң уйғур аяллири һәққидики хәвирини ишарәт қилип мундақ язған: “хәлқара җәмийәт хитай һөкүмитиниң кишилик һоқуқни дәпсәндә қилип, аз санлиқ милләтләргә қиливатқан бесимини көрмәскә селивалмаслиқи керәк. Сода вә иқтисад бундақ вәһшийликләрни көрмәскә селивелишимиз үчүн баһанә болмаслиқи керәк. Кишилик һоқуқ чоқум икки тәрәплимилик вә көп тәрәплимилик музакириләрниң әң мәркизи ноқтиси болуши керәк.”
Финландийә баш министири санна марин ханимниң юқириқи баянати чәт әлләрдики уйғур җамаитини хурсән қилди.
Бундин башқа йәнә американиң бирләшкән дөләтләр тәшкилатидики сабиқ әлчиси вә җәнубий каролина шитатиниң башлиқи никкий һейли ханимму тивиттерда лагер шаһити турсунай зиявудунниң қорқунчлуқ сәргүзәштилири һәққидә тохтилип мундақ дегән: “бизниң уйғурларға хитайниң мәсулийитини сүрүштүрүп бериш қәрзимиз бар. Биз һәммимиз йүз бериватқан шунчә қорқунчлуқ ишларға дуня сүкүт қиливатиду, дегән қарашта. Биз ‛мәңгү тәкрарланмайду‚ дәп вәдә бәргән идуқ.”
У тивиттердики бу учурини “биз уйғурлар билән бир сәптә” намлиқ хәштәг арқилиқ һәмбәһирлигән.
BBC Ниң уйғур аяллириниң қорқунчлуқ хорлуққа учраватқанлиқи һәққидики хәвәргә йәнә сабиқ америка президенти доналд трампниң оғлиму тивиттерда “дуня җамаитиниң ғәзипи нәдә?” дәп инкас қайтурған.
Турсунай зиявудунниң BBC да бәргән гуваһлиқи дуня ахбаратлирида зор дәриҗидә ғулғула қозғиди. юқиридикидәк ғәрб әллиридики һөкүмәт әмәлдарлири вә сиясәтчилири хитайниң зулумини қаттиқ әйибләватқан болсиму, әмма һазирғичә бирәр мусулман дөлити, түркийә яки оттура асиядики түрк дөләтлиридин сада чиқмиди.