Өзбекистан өз базисини германийәниң давамлиқ ишлитишигә рухсәт қилди
2015.02.01
Өзбекистан һөкүмити афғанистан чеграсидики термез шәһиридики айродромни германийәниң давамлиқ иҗарә елишиға мақул болди.
Пәрғанә учур ториниң хәвәр қилишичә, бу һәқтә 30 - январ күни германийәниң өзбекистанда турушлуқ әлчиси найтхарт хйоер - висиң билдүрүш елан қилған. У сөзидә :“биз хәлқаралиқ бирләшмә күчләрниң афғанистанға кириши билән тәң башланған һәмкарлиқ, йәни айродромни иҗаригә елиш мөһлитини узаттуқ. Һазир, бу хизмәтни давамлаштуруватимиз, мән ишинимәнки, бу, икки тәрәп үчүн пайдилиқ болуп қалиду”.
Хәвәрдә ейтилишичә, ахбарат васитилири мәзкур айродромини иҗаригә елиш мөһлитини узартиш келишими 2014 - йили ноябирда мәйданға чиққан болсиму, әмма техи рәсмий билдүрүш елан қилинмиған иди.
Германийә термез айродромини 2001 - йилиниң ахиридин башлап ишләткән. 2010 - Йили, икки тәрәп йеңи келишим имзалиған болуп, келишимниң вақти 2014 - йили 31 - декабирда тошатти.
Бу һәқтә б б с агентлиқиму учур тарқатқан болуп, һазир германийә нато әзалири ичидики бирдин - бир өзбекистанда базиси бар дөләткә айланған. Һәтта, 2005 - йилидики әнҗан вәқәсидә ташкәнт ғәрб дөләтлири билән болған мунасивитини йирикләштүргәндә америка оз базисини тақиған болсиму, бирақ ташкәнт германийәниң давамлиқ турушиға мақул болған иди.
Келишим бойичә термез базисида германийәниң 300 әскири турғузулған иди. Германийә тәрәп бу җәрянларда термез айродромини заманивилаштуруш үчүн 12 милйон явро чиқим қилған икән.